Америка хитайниң сүний әқил өзикигә еришишигә техиму көп чәклимә қойған

Вашингтондин мухбиримиз уйғар тәйярлиди
2024.06.12

Байден һөкүмити хитайниң сүний әқил техникисини тәрәққий қилдурушиға керәклик өзәк (Chip) техникисини ишлитишигә техиму көп чәклимиләрни қоюшни ойлишиватқанлиқини билдүргән.

“билумберг агентлиқи” 11-июн елан қилған бу хәвәрдә ейтилишичә, бу чәклимиләр йолға қоюлған тәқдирдә хитайниң  алдинқи қатардики өзәк қурулмисини ишлитиш иқтидари чәклимигә учрайдикән. Шундақла хитайниң  америкиниң сүний әқил өзикигә еришиши техиму  қийин болидикән.

Хитайниң ток аптомобиллири санаити гәрчә кримнийлиқ батарейә вә материял җәһәттә толуқ мәнбәгә игә болсиму, һалқилиқ техника болған йерим өткүзгүчлүк өзәк техникисида чәклимигә учриғанлиқи, буниңда американиң өзәк техникиси вә өзәк ясаш санаитидә хитайға қойған чәклимисиниң чоң рол ойнаватқанлиқи мәлум.

 Хәвәрдә,  американиң хитайни илғар сүний әқил иқтидариға игә өзәкләргә еришиштин чәкләш үчүн тиришиватқанлиқи, шуниң билән бир вақитта хитайниң бу техникиларни ишлитип һәрбий күчини күчәйтишидин әнсирәп, сода чәклимисини күчәйткәнлики илгири сүрүлгән.

 Америка һөкүмити хитайниң йерим өткүзгүч техникисиға игә болушини америка вә униң иттипақдаш дөләтлириниң бихәтәрликигә тәһдит, дәп қариғачқа,  йеқинда голландийәдин өзәк ясайдиған үскүниләрни хитайға сатмаслиқни тәләп қилғаниди.

Америка билән явропаниң бу саһәгә қойған чәклимиси, җүмлидин хитайниң сүний әқил өзикигә еришишини чәкләш җазаси нөвәттә хитайниң аптомобил санаитиниң тәрәққиятини тосуп қоюватқанлиқи мәлум.  

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.