Чавуш оғли америка билән түркийәниң ислам дөлитигә қарши һәрбий һәрикәт башлайдиғанлиқини билдүрди
2015.08.26
24 - Авғуст, дүшәнбә күни түркийә ташқи ишлар министири мәвлут чавуш оғли ройтерс агентлиқиниң зияритини қобул қилип, вашингитон билән әнқәрәниң пат арида шималий сүрийәдики чегра нуқтиларда ислам дөлитигә қарши омумйүзлүк һава һәрбий һәрикити елип баридиғанлиқини билдүргән.
Ройтерсниң хәвәр қилишичә, чавуш оғли вашингтон билән әнқәрәниң сөһбитидә йәкшәнбә күни һәрикәт пиланлириниң тәпсилатлири бекитилгәнликини билдүргән. У:“техника сөһбити түнүгүн хуласиланди, биз пат арида бу һәрикәтни башлаймиз,йәни ислам дөлитигә қарши омумий һәрикәтни башлаймиз” дегән.
Америка дөләт мудапиә министирлики баянатчиси америка вә түркийә һәрбий әмәлдарлириниң йәкшәнбә күни сөһбәт өткүзүп, түркийә күрәшчи айропланлириниң ислам дөлитигә қарши һава һуҗумлириға қатнишишиға аит тактика тәпсилатлири һәққидә сөһбәтләр болғанлиқини илгири сүргән.
Америкиниң деңиз армийә капитани җеф дәйвис бу һәқтә тохтилип: “биз түркийәниң йеқин арида бирләшмә һава һәрбий һәрикәт мәркизигә қәдәм тәшрип қилишини күтмәктимиз”, дегән