Америка хитайниң б д т дики тәсиригә қарши туруш үчүн йеңи әлчи тәйинлигән

Мухбиримиз алим
2020.01.23

Америка ташқий ишлар министерлиқи хитай һөкүмитиниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатида күнсери күчийиватқан тәсиригә қарши туруш үчүн 22-январ күни алаһидә әлчи тәйинлигән.

“ташқий ишлар” журнилиниң бу тоғрисида елан қилған мақалисиға қариғанда, америка һөкүмити таки йеқинғичә шималий корийә ишлири бойичә алаһидә әлчилик вәзиписини өтәп кәлгән марк ләмберт әпәндини бу муһим орунға тәйинлигән.

Америка йеқиндин бери хитайниң б д т да бирмунчә ушшақ дөләтләрни кәйнигә селип, өзиниң” бир бәлвағ бир йол “қурулуши вә дипломатийә җәһәттики башқа мәқсәтлирини әмәлгә ашурушқа уруниватқанлиқиға йеқиндин диққәт қилип кәлгән. Бәзи мутәхәсисләрниң билдүришичә, американиң б д т қармиғидики бәзи муһим органлардин чекинип чиқиши хитайниң б д т дики бу гәвдиләргә ичкирләп киришигә бошлуқ яритип бәргән икән. 

Йеңидин тәйинләнгән алаһидә әлчи марк ләмбертниң хитайниң б д т дики тәсир даирисини чәкләштә дуч келидиған тунҗи синиқи 5-6-март күнлири елип берилидиған “дуня әқлий мүлүк тәшкилати” ниң баш директорини сайлап чиқиш икән. Хитай һөкүмити б д т дики бу муһим органни өз қолиға киргүзивелиш үчүн ваң бинйиңни кандидат қилип киргүзгән икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.