Президент байден хитайни американиң риқабәт қануни мақуллишиға қол тиқти, дәп әйиблигән

Мухбиримиз әркин
2022.05.06

Америка президенти җов байден хитайни американиң хитайға тақабил турушни мәқсәт қилған хитай риқабәт қануни мақуллишиға қол тиқишқа урунди, дәп әйиблигән. Уйғур тилини қоғдаш, ташқи ишлар министирлиқида уйғурлар мәсилисигә мәсул әмәлдар тәйинләш қатарлиқ маддиларниму өз ичигә алған бу қанун лайиһәси бу йил 2-айда америка авам палатаси тәрипидин мақулланған. Мәлум болушичә, бу қанун лайиһәсидә американиң өзәк ишләпчиқиришиға 52 милярд доллар, һалқилиқ саһәләрниң тәминләш зәнҗирини яхшилашқа 45 милярд доллар, кәшпият вә илмий тәтқиқат ишлириға 160 милярд доллар аҗритилған.

Бу қанун лайиһәсиниң кеңәш палатасидики нусхиси өткән йили мақулланған болуп, нөвәттә һәр икки палата бу қанунниң президентқа йоллинидиған ахирқи нусхиси үстидә сөзлишиватқаниди. “блумберг хәвәрлири” ниң президент байден өткән сәйшәнбә күни алабама штатиниң трой шәһирини көздин кәчүргәндә, “түп асасидин алғанда бу, бир дөләт бихәтәрлик мәсилиси. Мана бу хитай компартийәсиниң бу қанунға қарши кишиләрни ишқа селиватқанлиқиниң сәвәби…. Бу демократлар билән җумһурийәтчиләрни бирләштүридиған мәсилә. Шуңа, буни тамамлайли” дегән.

Бу президентниң тунҗи қетим хитайни америка дөләт мәҗлисиниң қанун чиқириш җәряниға қол тиқиш билән әйиблишидур. “блумберг” ниң хәвиридә ейтилишичә, байден бу сөзләрни сөзиниң асаслиқ нуқтиси украина урушиға мәркәзләшкән бир вақитта ейтқан болуп, бу, униң һазирға қәдәр хитайға қаратқан әң қаттиқ тәнқиди болуп һесаблинидикән. Хәвәрдә билдүрүлшичә, хитайниң америкадики әлчиханиси байденниң сөзигә инкас қайтуруш һәққидики тәләпкә җаваб бәрмигән. Ақсарайму байденниң сөзигә илгириләп чүшәнчә беришни рәт қилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.