Антони билинкен ваң йи билән көрүшкәндә хитайда тутуп турулуватқан америка пуқралириниң мәсилисини оттуриға қойған

Вашингтондин мухбиримиз ирадә тәйярлиди
2024.07.29

Америка ташқи ишлар министири антони билинкен 27-июл күни, шәрқий җәнубий асия әллири иттипақиниң лаоста ечилған министирлар йиғиниға қатнашқан мәзгилидә хитай ташқи ишлар министири ваң йи билән көрүшкән.

Америка ташқи ишлар министирлиқи елан қилған баянатқа қариғанда, антони билинкин бу учришишта “хитайда қанунсиз тутулған вә чеградин чиқишиға йол қоюлмайватқан америка пуқралириниң мәсилисини һәл қилишниң америка үчүн биринчи дәриҗилик муһим иш” икәнликини тәкитләп өткән.

Шуниң билән биргә у йәнә, американиң мәнпәәти һәмдә кишилик һоқуқ мәсилисини өз ичигә алған қиммәт қарашлирини, иттипақдаш вә шериклирини қоғдаш үчүн давамлиқ зөрүр тәдбирләрни қоллинидиғанлиқини қайта тәкитләп өткән.

Баянатта дейилишичә, ташқи ишлар министири антони билинкин йәнә, американиң һинди-тинч окян әркин сода райони вә тәйвән мәсилисидики мәйданиниму очуқ оттуриға қоюп, американиң бу мәсилиләрдики позитсийәсиниң тәврәнмәйдиғанлиқини билдүргән. Билинкин йәнә, хитайниң русийәниң украинаға қаратқан таҗавузчилиқ урушини қоллиши һәмдә җәнубий деңизда муқимсизлиқ пәйда қилидиған бир қатар һәрбий һәрикәтлиригә болған наразилиқиниму оттуриға қоюп, “икки тәрәп оттурисида уқушмаслиқ түпәйлидин күтүлмигән һадисиләрниң чиқмаслиқи үчүн алақә йоллирини очуқ қоюшниң һәл қилғуч әһмийәткә игә болидиғанлиқини” билдүргән.

Йеқинда, йәни 24-июл күни, хитай билән русийәниң бомбардиманчи айропиланлири америкиниң аляска иштатиға йеқинлишип, “һава бошлуқини чарлаш” елип бериватқанда, америка вә канаданиң күрәшчи айропиланлири уларни тосувалғаниди. Бу “чарлаш” хитай-русийә һәмкарлиқиниң күчийиватқанлиқини көрситиш билән биргә, америка башчилиқидики һәрбий иттипаққа тәһдит дәп қаралған вә җиддий диққәт қозғиғаниди.

Шималий америка һава мудапиә қоманданлиқ иштаби (NORAD) ниң дейишичә, америка дөләт мудапиә министири лойд остин (Lloyd Austin) пәйшәнбә күни бу һәқтә инкас қайтуруп, русийә билән хитайниң бомбардиманчи айропилани тунҗи қетим аляска деңиз қирғиқидики хәлқара һава бошлуқида учқанлиқини, бу һәрикәтниң хитай-русийә һәрбий һәмкарлиқниң йеңи аламити икәнликини вә буниңдин әндишә қиливатқанлиқини билдүргәниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.