Американиң уруш парахоти хитайниң җәнубий деңиздики сүний араллириға йеқин җайда һәрикәт қилған


2019.08.29

CNN Ниң хәвәр қилишичә, 28-авғуст чаршәнбә күни америка деңиз армийәсиниң бир уруш парахоти хитайниң җәнубий деңизда ясивалған сүний араллириға 12 деңиз мили келидиған җайда сәпәр қилиш арқилиқ бу орунларниң хәлқара қанунлар асасидики әркин сәпәр райони йәнә бир қетим тәкитлигән.

Америка деңиз армийәси 7-баталйониниң баянатчиси командир рин момсин бу һәқтики баянатида бу қетимлиқ һәрикәтниң җәнубий деңизниң хәлқара қанунларға асасән деңиз сәпәрлиригә очуқлуқини тәкитләш вә бу орунлардики чекидин ашқан игилик һоқуқи тәләп қилиш қилмишлириға қарши туруш үчүн елип берилғанлиқини билдүргән.

CNN Ниң билдүрүшичә, америка уруш парахотиниң һәрикити җәрянида хитайға тәвә бир һәрбий парахот уларға әгәшкән, әмма икки тәрәп арисида сүркилиш чиқмиған.

Бирақ хитай азадлиқ армийәси җәнубий қисимлириниң баянатчиси ли хуамин чаршәнбә күни американиң юқириқи һәрикитини тәнқид қилип “америка деңиз армийәсиниң зомигәрлики җәнубий деңизниң район тинчлиқи вә муқимлиқиға еғир зиян салмақта,” дегән.

Америка деңиз армийәси қәрәллик һалда җәнубий деңизда һәрикәт қилиш арқилиқ җәнубий деңизниң хәлқараға очуқ икәнликини вә буниң һечқандақ бир дөләткә тәвә әмәсликини тәкитләп кәлмәктә. Дүшәнбә күни америка дөләт мудапиә министирлиқи бир парчә баянат елан қилип, хитайниң тинч окян районидики хәлқара қанунларға хилап қилмишлирини тәнқид қилған. Америка йәнә хитайниң вийетнамниң җәнубий деңиздики нефит вә газ қидириш һәрикәтлиригә дәхли қиливатқанлиқини тәнқид қилип “хитай бундақ зомигәрлик васитилири арқилиқ қошнилириниң ишәнчигә вә хәлқара җәмийәтниң һөрмитигә еришәлмәйду,” дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.