Байден һөкүмити хитай билән болған содида трампниң қоралини ишқа селиши мумкинликиниң сигналини бәргән

Мухбиримиз әркин
2021.10.04

Байден һөкүмити американиң хитай билән болған җиддий мунасивәтлиригә қарита сүкүтини бузуп, хитайниң сабиқ президент трамп билән имзалиған сода келишимидики вәдилирини орундиши үчүн техиму қаттиқ бесим ишлитишкә тәйярлиқ қилмақтикән. Байден һөкүмитиниң әмәлдарлири һөкүмәтниң бу истиратегийәсини 4-өктәбир америка сода вәкили кәтерин тай вашингтондики хәлқара вә истратегийә тәтқиқат мәркизидә нутуқ сөзләп, американиң хитай билән болған сода истиратегийәсини шәрһиләшниң алдида мухбирларға ейтқан.

“лос-анжилес вақти” ниң хәвәр қилишичә, америка сода вәкили кәтерин тай нутқида хитайниң сода сиясити америка ишчилириға вә санаитигә қандақ зиянларни елип келиватқанлиқини тәпсилий чүшәндүргән шундақла униң сабиқ президент трамп билән имзалиған хитай иқтисадини ислаһ қилиш вәдисигә әмәл қилмиғанлиқини ейтқан. У “әгәр хитай өзгәрсә биз қарши алимиз, бирақ биз униң ‍өзгиришини күтмәймиз” дегән.

Байден һөкүмәт әмәлдарлириниң ейтишичә, улар бир ай вақит сәрп қилип, америка-хитай сода мунасивәтлирини қайта көрүп чиққандин кейин, хитайниң дөләт карханилирини қоллаш, чәтәл риқабәтчилирини аҗизлитиш, базарға тосуқ қоюшни өз ичигә алған иқтисади паалийәтлириниң американиң бу җәһәттики негизлик әндишилиригә қанаәтлинәрлик җаваб бәрмәйдиғанлиқ хуласисини чиқарған.

“лос-анжилес вақти” ниң қәйт қилишичә, кәтерин тай, американиң буниңға қарита қандақ конкрет тәдбирләрни алидиғанлиқини ейтмиған болсиму, бирақ байден һөкүмәт әмәлдарлири һөкүмәтниң хитай билән болған сода ‍ихтилапида сабиқ президент трампниң қоралини ишқа селиши мумкинлики, йәни таможна беҗи қоюши мумкинликиниң бешаритини бәргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.