Америка хитайниң тәсирини азайтиш мәқсәт қилинған лобито төмүр йол қурулушиға мәбләғ салған
2024.12.04
Америка пирезиденти җо байдин 4-декабир чаршәнбә күни, анголаниң лобито портида африқа дөләтлири рәһбәрлири билән көрүшкән. Униң бу учришишта, конго вә замбийәдики истратегийәлик минерал маддиларни лобито порти арқилиқ ғәрбкә йәткүзидиған төмүр йол қурулушини кеңәйтиш пиланини илгири сүргәнлики мәлум.
“ройтерс агентлиқи” ниң хәвәр қилишичә, бу төмүр йол қурулуши америка һөкүмитиниң хитайниң райондики тәсирини азайтиш тиришчанлиқлириниң бири икән. Хитай конго демократик җумһурийитиниң канчилиқ саһәсидә актип һәрикәт қиливатқан болуп, бу канлар батарейә вә башқа санаәт запчаслири үчүн интайин муһим дәп қаралған минерал маддиларни експорт қилидикән.
Америка бу минерал маддиларни ғәрбкә тошуйдиған лобито төмүр йол қурулушини қоллаш үчүн 550 милйон доллар мәбләғ салған болуп, бу анголадики бар болған төмүр йолни йеңилаш вә уни биринчи басқучниң бир қисми сүпитидә конгониң кан мәркизигә кеңәйтишни өз ичигә алидикән.
“ройтерс агентлиқи” ниң дейишичә, хитайниң конгониң мис вә кобалт записини өз ичигә алған һалқилиқ минерал маддиларни контрол қилиши американиң күчлүк диққитини қозғаватқан бир пәйттә, лобито атлантик окян төмүр йоли қурулушиниң 2022-йили ғәрб ширкәтлири бирләшмисигә берилиши, хитайниң тәсиригә қарши туруштики бир ғәлибә, дәп қаралған.
Ақсарайниң баянатиға қариғанда, пирезидент җов байден билән конго пирезиденти феликс тшекеди икки дөләтниң мәбләғ селиш вә тинчлиқни илгири сүрүш вәдисини муәййәнләштүргән вә лобито түри һәққидә сөһбәтләшкән. Бу түрниң иккинчи басқучида лобито каридори төмүр йолини замбийәдин узартип, танзанийәниң һинди окянға чиқидиған даруссалам портиға туташтуруш көздә тутулған.