Америка армийәси хитайға тақабил туруш үчүн һәрбий әшяларни топлимақта

Вашингтондин мухбиримиз әзиз тәйярлиди
2024.09.17

Ройтерс агентлиқиниң 17-сентәбирдики хәвиридә ейтилишичә, америка армийәси һинди-тинч окян районида ғайәт зор миқдарда оқ-дора вә парахотқа қарши қоралларни топлиған болуп, буниң хитайға тақабил туруштики тәдбирләрниң бири икәнлики ениқ икән. Болупму русийәниң украинаға таҗавуз қилишидин кейин баһаси анчә қиммәт болмиған ғайәт зор миқдардики һәрбий қоралларни тәқ қилип қоюшни америка тәрәп “қиммәткә чүшмәйдиған қорал топлаш һәрикити” дәп атиған.

Хәвәрдә ейтилишичә, америка һәрбий тәрәп нөвәттә “тез чөкәр” (QUICKSINK) намлиқ парахотқа қарши учар бомбини синақ қилишни тезләштүрүватқан болуп, бу қорал баһаси әрзан болуш вә йөткиливатқан нишанни тоғра қариға елиш иқтидариға игә икән. Бомбардиманчи айропиланлар арқилиқ ташлинидиған бу хил учар бомба дүшмән парахотлирини тез сүрәттә вәйран қилип деңизға чөктүрүветиштә үнүмлүк икәнлики йеқинқи йиллардики синақларда көп қетим испатланған. Америка армийәсиниң бу хил һәрбий қоралларни һинди-тинч окян әтрапиға ғайәт зор миқдарда топлиши хитай деңиз армийәсиниң 370 тин көпрәк уруш парахотиниң актиплиқини чәкләштә зор әһмийәткә игә икән. Хәвәрдә ейтилишичә, америка армийәси нөвәттә бу хил учар бомбидин бирнәччә миңни топлашни нишан қилған болуп, бомбиниң ениқ сани һазирчә һәрбий мәхпийәтлик һесаблинидикән.

Хәвәрдә бу хилдики “қиммәткә чүшмәйдиған қорал топлаш һәрикити” ниң роли тоғрисида тохтилип: “америка армийәси узун мусапилик парахотқа қарши ракета арқилиқ хитай уруш парахотлирини вә радар системисини вәйран қилиду, андин уруш кемилирини мушу хилдики әрзан баһалиқ тез чөкәр билән бомбилайду” дейилгән. Нөвәттә бу хилдики учар бомбиларниң көп қисми филиппинға топланған болуп, бу җайдин җәнубий деңиз тәвәсидики парахотларға учар бомба ташлаш бирқәдәр асан икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.