Американиң хитайда турушлуқ сабиқ баш әлчиси: "байден һөкүмити хитайниң америкаға рәқиб икәнликини есидин чиқармаслиқи керәк"
Трамп һөкүмити мәзгилидә американиң хитайда турушлуқ сабиқ баш әлчиси болған терри бранстад 17-феврал CNN телевизийәсиниң зияритини қобул қилип, өзиниң америка-хитай мунасивәтлиригә болған көз қариши вә җов байденниң хитай рәиси ши җинпиң билән өткүзгән сөһбитидин кейин қилған сөзигә болған пикрини оттуриға қойған.
У мундақ дегән: "хитайда баш әлчи болуш қийин һәм риқабәткә толған бир вәзипә, чүнки хитай американиң истратегийәлик рәқиби. Йәнә келип хитайда уйғурларға зулум селиш, хоңкоңлуқларни бастуруштәк кишилик һоқуқ җинайәтлири йүз берип келиватиду. Бу бәк еғир мәсилә. Байден һөкүмитиму буни тонуп йәткәндәк қилиду."
У президент җов байдинниң хитай рәиси ши җинпиң билән өткүзгән сөһбитидин кейинки сөзи һәққидә тохтилип мундақ дегән: "президент байден һеч болмиса сөз оюнини яхши ойнаватиду. Әмма бу риқабәткә толған бир мәсилә. Биз хитай билән бир иш қилған чеғимизда бу риқабәт наһайити муһим орунға өтиду. Биз чоқум җәнубий деңиз мәсилиси, уйғурларға қилиниватқан зулум яки хоңкоң, тәйвән мәсилисидә болсун, хитайниң хата қилмишлириға қәтий қарши турушимиз керәк."