Президент трамп америка-хитай сода сөһбитиниң пат арида әслигә келидиғанлиқини билдүрди

Мухбиримиз әркин
2019.08.26

Америка президенти доналд трамп 26‏-авғуст дүшәнбә күни америка-хитай сода сөһбитиниң “пат арида” әслигә келидиғанлиқини билдүрди. Бу, президент трампниң өткән һәптә америка-хитай сода уруши интайин кәскинлишип кәткәндин кейин тунҗи қетим сода сөһбитиниң әслигә келидиғанлиқини билдүрүшидур.

Ббч ниң хәвәр қилишичә, президент трамп хитай тәрәпниң йәкшәнбә күни өзлиригә телефон қилип, сөһбәт үстилигә олтурушни тәләп қилғанлиқи, шуңа өзлириниң “сөһбәт үстилигә қайтип келидиғанлиқи” ни билдүргән. Президент трамп өткән җүмә күни хитай импорт товарлириниң томожна беҗини өстүрүп, бейҗиңниң 75 милярд долларлиқ америка мәһсулатға баҗ қойғанлиқиға инкас қайтурған. У, нөвәттә 250 милярд долларлиқ хитай импорт мәһсулатиға қоюлған 25% таможна беҗини 30% гә, 300 милярд долларлиқ хитай мәһсулатқа қоюлған 10% баҗни 15% гә чиқиридиғанлиқини елан қилған.

Президент трампниң дүшәнбә күни билдүрүшичә, хитай тәрәп уларға йәкшәнбә күни икки қетим телефон қилип, “келишим һасил қилишни халайдиғанлиқи” ни билдүргән. Шу күни хитайниң муавин баш министири лю хе чоңчиңдики бир хәлқара йиғинда сөз қилип, америка билән болған содидики ихтилапни һәл қилишни халайдиғанлиқи, тоқунушни күчәйтишкә қарши икәнликини тәкитлигәниди.

Президент трамп дүшәнбә күни мухбирларниң униң бесими “хитайни сөһбәт үстилигә қайтуруп кәлди?, дәп қарамсиз?”, дегән соалиға хитайниң: “наһайити қаттиқ зәрбә йегәнлики” ни тәкитләп, “биз пат арида сөһбәт башлаймиз. . . . . . Лекин мән келишим һасил қилимиз, дәп ойлаймән” дегән. Президент трамп өткән һәптә елан қилған баянатида америкиниң хитайға еһтияҗлиқ әмәсликини билдүргәниди. Нөвәттә, президент трамп хитайни өзиниң сода қурулмисини өзгәртишкә, америка ширкәтлирини техника өтүнүп беришкә қистимаслиққа вә америка әқлий мүлкини оғрилашни тохтитишқа чақирмақтикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.