Американиң 126 нәпәр палата әзаси байденниң 800 доллардин төвән хитай маллириға қарши тәдбир елишни тәләп қилған

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2024.09.11

Америка авам палатасиниң демократлар партийәсидин болған 126 нәпәр әзаси 11-сентәбир пирезидент байденға бирләшмә имзалиқ мәктуп йезип, хитайниң 800 доллардин төвән таможна беҗи елинмайдиған тәкшүрүшидин хали импорт маллириға қарши күчлүк мәмури тәдбир елишини тәләп қилған.

Америка авам палата әзалириниң мәктупта қәйт қилишичә, американиң сода кәчүрүм қануниниң һәр күни төт йерим милйондин артуқ болақ малниң америкаға тәкшүрүштин хали баҗсиз киришигә бошлуқ яритип бериши зор әндишә қозғимақтикән. Мәктупта: “биз сизниң мәмури һоқуқиңизни толуқ ишқа селип, бу һуҗумни тосушиңизға риғбәтләндүримиз” дейилгән. Бу мәктуп, бир қисим америка дөләт мәҗлиси әзалири, шундақла уйғур кишилик һоқуқ тәшкилатлири америка сода қанунидики бу бошлуқ хитайниң уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ мәһсулатлириниң тему, шеин қатарлиқ хитай тез мода кийим вә тор базири ширкәтлири арқилиқ америка базириға еқип киришигә пурсәт яритип бәргәнликини қәйт қиливатқан бир пәйттә йезилған.

Мәктупта тәкитлинишичә, “бу хил мәһсулатлар америка санаитигә, ишчилириға вә йәрлик парчә сатқучиларға зиян селип, базарни сахта мал вә хәтәрлик буюмлар қаплап, америка истемалчилирини зор хәтәргә муптила қилмақта” икән. Палата әзалири мәктупта йәнә бу хил тәкшүрүштин хали баҗсиз импорт маллири, болупму хитайдин импорт қилинидиған бу хил маллар, мәвҗут америка сода қануни механизминиң, җүмлидин “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” вә таможна қануниниң 301-маддисидин атлап өтүватқанлиқи тәкитләнгән. Уйғур кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң қәйт қилишичә, америка сода қануни, қиммити 800 доллардин төвән малларниң америка базириға тәкшүрүштин хали, баҗсиз киришигә йол қойғачқа, хитайниң тему, шеин қатарлиқ тор базири ширкәтлири бу бошлуқтин пайдилинип, уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ малларни тосалғусиз америка базириға йоллап, американиң 2022-йили 6-айдин бери иҗра қилинип келиватқан “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” ниң чәклимилиридин атлап өтмәктикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.