Америка ташқи ишлар министирлиқи кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә четишлиқ хитай әмәлдарлириға виза бәрмәслик қошумчә чәклимисини елан қилди
2020.12.21
Америка ташқи ишлар министирлиқи 21-декабир өзиниң тор бетидә америка ташқи ишлар министири майк помпейониң кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә четишлиқ хитай әмәлдарлириға виза бәрмәслик қошумчә чәклимисини елан қилди.
“хитай мустәбитлири өз хәлқиниң пикир әркинлики, диний етиқад әркинлики, тинч намайиш қилиш әркинлики қатарлиқ һоқуқлирини дәпсәндә қилди. Дөлитимиз бу хил җинайәтләрни садир қилғучиларни қарши алмайду” дегән җүмлә билән башланған бу баянатнамидә, майк помейо американиң “көчмәнләр вә дөләт тәвәлики қануни” ниң мунасивәтлик маддилириға асасән, омумән кишилик һоқуқни дәпсәндә қилиш җинайити өткүзгән, униңға шерик болған, сиясәт бәлгилигән вә иҗра қилған хитай әмәлдарлири вә уларниң аилә-тавабиатлириға виза бәрмәслик чәклимиси қойғанлиқини елан қилған.
Бу қарар америка һөкүмитиниң, техиму көп хитай коммунистлирини өз хәлқини бастурғанлиқ қилмиши үчүн җазалиғанлиқи болуп, илгири уйғур райони вә тибәттики бир нәччә хитай әмәлдариға виза чәклимиси вә иқтисадий җаза йүргүзгән болса, бу қетим кишилик һоқуққа хилаплиқ қилиш җинайитигә четишлиқ барлиқ хитай әмәлдарлирини, мәйли қәйәрдила болсун җазалаш үчүн бу қошумчә чәклимини елан қилған.
Майк помпейо бу баянатнамисдә йәнә хитай һөкүмитидин өз һоқуқини қоғдаш үчүн тинчлиқ йоли билән күрәш қилған кишиләрни, җүмлидин илһам тохтини дәрһал қоюп беришни тәләп қилған һәмдә хитай һөкүмитини “дуня кишилик һоқуқ хитабнамиси” ға әмәл қилип, өз пуқралирини әқәллий кишилик һоқуқ вә әркинликтин бәһримән қилишқа чақирған.