Америка дөләт мудапийә министири марк әспир: “хитай 21-әсирдики әң чоң назарәт дөлити”

Мухбиримиз ирадә
2020.01.24

Американиң дөләт мудапийә министири марк әспир хитайни “21-әсирдики әң чоң назарәт дөлити,” дегән.

Ройтерс агентлиқиниң хәвиридә ейтилишичә, американиң дөләт мудапийә министири марк әспир 24-январ җүмә күни қилған сөзидә хитай һөкүмитиниң назарәт дөлити қуруп чиқиш арқилиқ, сүний әқил технологийәсини өз територийәдики мусулман милләтләрни вә демократийә намайишчилирини бастуридиған вастиға айландурғанлиқини билдүргән. 

У вашингтондики бир йиғинда қилған сөзидә йәнә мундақ дегән: “шуниси ениқки, хитай компартийәси 21-әсирдики әң чоң назарәт дөлитини қуруп чиқти. Көрүлүп бақмиған дәриҗидики назарәт иқтидариға игә болған бу система инсанларниң пикрини чәкләп, уларниң әң әқәллий һоқуқлирини дәпсәндә қилмақта.” 

Марк әспир сөзи давамида йәнә хитай бәрпа қилған бу системиниң җорҗи орвелниң “1984” намлиқ китабида тәсвирләнгән назарәт дөлитигә охшайдиғанлиқини тилға алған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.