Америка башқа әлләрни хитайниң уйғурларни бастурушиға инкас қайтурушқа чақирди

Мухбиримиз җүмә
2020.02.09

Америка даирилири пәйшәнбә күни һәрқайси дөләтләрни хитайниң уйғурлар қаратқан бастуруш сияситигә қариши аваз чиқиришқа дәвәт қилған.

“девдискорс” ториниң хәвәр қилишичә, бу сөзләрни америка ташқи ишлар министирлиқиниң җәнубий вә мәркизий асия ишлириға мәсул муавин ярдәмчи ташқи ишлар министири алис валлис мухбирларниң зияритини қобул қилғанда оттуриға қойған. У, мәркизий асия әллириниң өзлиригә йетип кәлгән қазақ, уйғур вә қирғизларниң хитай қайтурулмаслиқини капаләтлик қилғанлиқидин миннәтдар болғанлиқини ейтқан. 

У мундақ дегән: “принсип нуқтисидин, биз мәркизий асия әллиринила әмәс, бәлки барлиқ әлләрниму хитайниң һәммә йеридә мусулманлар, болупму шинҗаңдики мусулманлар учраватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә қарши гәп қилишқа чиқиримиз.”

У, оттура асияниң һәр қайси җайлиридики хәлқләрниң хитайдики йиғивелиш лагериға топланғанлар арисида уруқ-туғқанлири барлиқи, уларниң хитайниң бу районға қаратқан бастуруш сияситиниң биваситә тәсиригә учриған кишиләр икәнликини тилға алған. 

У мундақ дегән: “биз мәркизий асия әллириниң етник қазақ, уйғур вә қирғизларниң хитайға қайтуралмаслиқи вә у дөләтләргә барған кишиләрниң кишилик һоқуқлириниң капаләткә игә қилиниши үчүн алған қәдәмлиридин миннәтдар болдуқ.”

У йәнә қазақистанниң бу җәһәттә техиму чоңрақ рол ойниши лазимлиқини тәкитлигән.

Хитай һөкүмитиниң 1 милйондин 3 милйонғичә уйғурларни асас қилған туркий мусулманларни йиғивелиш лагерлириға қамалғанлиқи ашкариланғандин кейин, америка даирилири хитайниң бу қилмишиға кәскин етираз билдүргән вә хитайни бигунаһ тутқунларни дәрһал қоюп беришкә изчил чақирип кәлгән дөләтләрни бири.

Мәзкур лагер түзүми иҗра қилиниватқан өткән 3 йилдин бери қазақистан даирилири һәр хил йоллар билән өзлириниң хитай лагерлириға қамалған пуқралириниң бир қисмини қайтуруп чиққан, буларниң арисидики қазақистан йешил картиси бар йәнә бир қанчә лагер шаһитлириниң 3-бир дөләткә беривелишиға йол ечип бәргән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.