Америка ташқи ишлар министирлиқи уйғурларни америкаға қобул қилинидиған мусапирлар тизимликигә киргүзгән

Мухбиримиз әркин
2021.02.26

Америка һөкүмити хитайға қайтуруп берилиш еһтималлиқи мәвҗут дөләтләрдики уйғурларни американиң бу йил қобул қилинидиған мусапирлар тизимликигә киргүзгән. Америка ташқи ишлар министирлиқиниң ашкарилишичә, президентниң америка дөләт мәҗлисигә йоллиған 2021-йиллиқ хам чот йилидики мусапир қобул қилиш пиланиға алақидар доклатида бу йил җиддий орунлаштурушқа тегишлик хәвп астидики мусапирларниң ичигә уйғурларниму киргүзүлгән. Мәзкур пилан йеқинда америка дөләт мәҗлисиниң авам вә кеңәш палаталириниң алақидар комитетлириға йолланған.

Һөкүмәтниң дөләт мәҗлисигә йоллиған мәзкур пиланида, “хитайниң зулуми вә қийин-қистақлиридин қачқан уйғур вә башқа етник, диний аз санлиқлар изчил көпийип, америкиға орунлаштуруш барғансери җиддий мәсилигә айланди” дейилгән. Президент байден бу айниң башлирида америкаға мусапир қобул қилишни көпәйтиш тоғрисидики бир мәмури хам чот буйруқиға имза қоюп, америкаға бу йил 65 миң мусапир қобул қилишни, буниң 2022-йили 125 миңға йәткүзүшни тәләп қилғаниди.

Һөкүмәтниң пиланида қәйт қилинишичә, “ташқи ишлар министирлиқи мусапирлар санини көпәйтиш уларни орунлаштурушқа капаләтлик қилишниң әң үнүмлүк чариси, дәп қарап, хитайдин кәлгән уйғур вә зулумға учриған башқа етник, диний аз санлиқларға ярдәм қилишниң барлиқ йоллирини ойлашмақтикән”.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.