Хитайға қарши парламент әзалири хәлқара бирлики уйғурларни ичкири хитайға қул ишчи қилип йөткәшкә мунасивәтлик йеңи испат һәққидә баянат елан қилған
2-Март күни хитайға қарши парламент әзалири хәлқара бирлики уйғурларни ичкири хитайға қул ишчи қилип йөткәшкә мунасивәтлик йеңи испат һәққидә баянат елан қилип, бирләшкән дөләтләр тәшкилати билән бәзи дөләтләрни инсанийәткә қарши җинайәт вә ирқий қирғинчилиқни қанун бойичә тәкшүрүшкә чақирған. Шуниң билән бир вақитта, мал тәминләш линийәсини уйғурларни қул ишчи қилидиған завутлардин йирақлаштурушни тәләп қилған.
Баянатта мундақ дейилгән: “хитайға қарши парламент әзалири хәлқара бирлики мәслиһәтчиси адриян зенз елан қилған вә BBC хәвәр қилған доклат шинҗаң уйғур аптоном районидики әмгәк күчлирини мәҗбурий йөткәш әһвалини техиму ениқ көрситип бәрди. Йеңи ашкариланған бу испатта хитай һөкүмитиниң уйғурлар вә башқа мусулман милләтләрни ассимилатсийә қилиш вә уларниң нопусини азайтиш үчүн яшларни тизимлап, хитай завутлирида қул ишчи болушқа зорлиғанлиқи көрситилигән.”
Баянатта билдүрүлүшичә, аталмаш “қайта тәрбийәләш лагерлири” әмәлийәттә мәҗбурий әмгәк үчүн тәйярланған болуп, хитай һөкүмити уйғур районидин ичкиригә әмгәк күчи йөткәш арқилиқ бир яқтин хитай завутлирини әрзан әмгәк күчи билән тәминилсә, йәнә бир яқтин уйғурларни системилиқ һалда бастуруш, ассимилатсийә қилиш вә нопусини азлитишқа урунған. Хитай һөкүмити уйғур районида аллиқачан лагер, түрмә, завут, иш мәйдани бирләшмә тори шәкилләндүргән болуп, кишиләрни халиғанчә йөткәп ишқа салидикән.
Баянатниң ахрида, хитайға қарши парламент әзалири хәлқара бирлики хитайни қаттиқ әйблигән һәмдә бирләшкән дөләтләр тәшкилатини хитайниң инсанийәткә қарши җинайити вә ирқий қирғинчилиқ җинайитини хәлқара қанун бойичә тәкшүрүшкә, башқа дөләтләрниму буниңға аваз қошушқа чақирған.