Ташқи ишлар министирлиқи: хитай һөкүмитиниң уйғурларни террорлуққа бағлиши асассиз
2020.06.24
24-Июн ташқи ишлар министирлиқи террорлуққа қарши туруш комитети “2019-йиллиқ террорлуққа қарши туруш доклати” елан қилди. Ташқи ишлар министири майк помпейо вә башәлчи нәйсин сәйлис дуня миқясидики террорлуққа қарши туруш әһваллиридин доклат бәрди.
Доклатта хитай һөкүмитиниң террорлуққа қарши туруш баһаниси билән уйғур қатарлиқ мусулман хәлқини қаттиқ назарәт қилиш, бастуруш қатарлиқ усуллар арқилиқ кишилик һоқуқни дәпсәндә қиливатқанлиқи қаттиқ әйибләнди.
Доклатта йәнә хитай һөкүмитиниң пакитсиз, асассиз һалда аталмиш “шәрқий түркистан ислам һәрики” тәшкилати вә “үч хил күч” ләргә қарши турушни баһанә қилип, бир милйондин артуқ уйғур, қазақ қатарлиқ мусулманларни йиғивелиш лагерлириға солап қойғанлиқини алаһидә әскәртилгән.
Америка ташқи ишлар министирлиқи вә министир помпейо хитайниң уйғур вә башқа мусулман милләтлирини лагерға қамап, уларни диний етиқади, миллий кимлики вә мәдәнийитидин ваз кәчкүзүшкә урунуштәк еғир кишилик һоқуқ дәпсәндичилики садир қилғанлиқини ичил әйибләп кәлгәниди.