Америка ташқи ишлар министирлиқи: “хитайни чәтәлдики уйғурларни қайтип келишкә мәҗбурлашни тохтитишқа чақиримиз”

Мухбиримиз сада
2019.09.26

Америка ташқи ишлар министирлиқи 25‏-сентәбир язма баянат елан қилип, хитайни тутқундики барлиқ уйғурларни қоюп беришкә шундақла чәтәлдә турушлуқ уйғур вә башқа мусулманларни хитайға қайтип келишкә мәҗбурлашни тохтитишқа чақирди.

Америка ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси бу чақириқини 25‏-сентәбир күни мухбиримизниң маракәшниң касабланка шәһиридики ‏муһәммәд-5 хәлқара айродромида тутуп қелинған абликим абла исимлик яш уйғур һәққидики соалимизға қайтурған язма баянатида оттуриға қойди. 

Бу йил 22 яшлиқ абликим абла ғәрбий явропа дөләтлиригә маңған болуп, у 22‏-сентәбир күни касабланка айродромида тутуп қелинған. Вәқәдин хәвәрдар кишиләр униң хитайға қайтурулуш хәвпигә дуч кәлгәнликини билдүргән. Лекин маракәш һөкүмити абликимни 25-сентәбир истанбулға қайтурувәткән иди.

Америка ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси абликим абланиң исмини тилға алмиған болсиму, лекин у “биз хитайни өзиниң террорлуқ билән тинч диний вә сиясий ипадиләрни өз ара арилаштуруветиштәк зиянлиқ сияситини өзгәртишкә, халиғанчә тутқун қилинған барлиқ кишиләрни дәрһал қоюп беришкә, чәтәлдә турушлуқ мусулман аз санлиқ гуруппиларни хитайға қайтип келишкә вә уларни ениқсиз тәқдиргә муптила болушқа қисташтәк қилмишлирини тохтитишқа давамлиқ чақиримиз,” дегән. 

Баянатта йәнә “биз барлиқ дөләтләрни 1951‏-йили вә1967 ‏-йили мақулланған мусапирларниң салаһийитигә алақидар әһдинамә вә келишимләргә әмәл қилип, мусапирларни қайтурмаслиқ принсипиға һөрмәт қилишқа, әһдинамидики мусапирларға тән җазаси беришкә, уларға рәһимсиз, ғәйрий инсаний вә иззәт һөрмитини дәпсәндә қилиш характерлик муамилә қилиш яки җазалашқа қарши туруш тоғрисидики конкрет мәҗбурийитини етирап қилишқа чақиримиз.” дейилгән. 

Баянатта қәйт қилинишичә, 2017‏-йили4‏-айдин бери хитайниң бир милйондин артуқ киши тутқун қилинған йиғивелиш лагерлирида тән җазаси, ғәйрий инсаний шараит вә өлүм вәқәлириниң йүз бериватқанлиқиға даир ишәнчлик доклатлар бар икән. Лекин хитай һөкүмити изчил бу лагерларниң “кәспий техника өгиниш мәркәзлири” икәнликини тәкитләп кәлмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.