Ноттиңхам университетида уйғурларниң вәзийити һәққидә муһакимә йиғини өткүзүлмәкчи

Мухбиримиз сада
2018.10.23

Әнглийәдики ноттиңхам университети асия тәтқиқати институтида мушу пәйшәнбә күни, йәни 25-өктәбир уйғур дияридики уйғурларниң зор көләмдә тутқун қилиниш мәсилиси һәққидә муһакимә йиғини өткүзүлидикән.

Бу учур түнүгүн, йәни 22-өктәбир “ноттиңхам сиясити” намлиқ твиттир бетидә тарқитилған. Учурдин мәлум болушичә, мәзкур муһакимә йиғиниға һәрқандақ киши қатнашса болидикән. Йиғинда сөз қилғучи меһманлар қатарида лондон университетидин уйғур сәнити вә мәдәнийити тәтқиқатчиси рачил хәррис, әнглийә ниюкасил университетиниң хитайшунаслиқ вә уйғуршунаслиқ бойичә мутәхәссиси җо симит финлей вә америкидики лояла университетидики уйғур тарихи бойичә тәтқиқатчи райин сам қатарлиқлар алаһидә тәклип қилинидикән.

Буниңдин башқа йәнә бүгүн, йәни 23-өктәбир ню-йорк университети қанун факултетида “хәтәр астидики әдибләр” тори уюштуридиған дуняниң һәрқайси җайлиридики алий мәлуматлиқ зиялийларниң нөвәттики қийин вәзийити һәққидики йиллиқ доклатини елан қилиш паалийити өткүзүлидикән. Паалийәттә уйғур кишилик һоқуқ қурулуши директори өмәр қанат әпәнди уйғур зиялийлири һәққидә муһим сөз қилидикән.

Көзәткүчиләрниң анализичә, уйғур хәлқи, болупму уйғур зиялийлири хитай һөкүмити тәрипидин қаттиқ қийин қистақларға елиниватқан мушундақ бир пәйттә, юқириқидәк йиғин вә паалийәтләрниң көпләп ечилиши дуняға уйғур вәзийитини техиму рошән тонутушта интайин муһим әһмийәткә игә икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.