Американиң уйғурлардин пайдилиниватқанлиқи һәққидә “суйиқәст нәзәрийәлири” қайта баш көтүрмәктә
2024.12.02
Йеқиндин буян, иҗтимаий таратқуларда хитайниң тәшвиқатиға мас һалда, уйғурлар мәсилисини қандақтур америка мәркизий истихбарат идариси (CIA)ниң пиланиға бағлап чүшәндүридиған әһваллар пәйда болмақта.
30-Ноябир күни җәйсон симит (Jayson Smith) исимлик бири хәлқара иҗтимаий алақә мунбири X да учур йезип, америка һөкүмитиниң мәркизий ахбарат идарисидин пайдилинип, уйғур террористлирини тәрбийәләп, хитайниң содисини вәйран қилмақчи икәнликини оттуриға қойған. У мундақ дегән: “шинҗаң хитайниң дәрвазисидур. Әгәр америка мәркизий истихбарат идариси уйғурлардин мувәппәқийәтлик пайдилинип, террористларни мәшиқ қилдуруп, бу дәрвазини бузуп ташлиялиса, деңиздики қамал арқилиқла хитайниң содисини вәйран қилалайду. Әмма америка мувәппәқийәт қазиналмайду, шинҗаңдики аз санлиқ милләтләрниң мутләқ көп қисми хитай һөкүмитини қоллайду. Йәнә келип ‛шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати‚ күчәйди. Америка пәқәт һечқандақ әмәлгә ашмайдиған ишқа пул хәҗләватиду”.
Уни қоллап инкас язған хитайлар “шинҗаң һәққидә сәлбий пикирдики адәмләрниң у җайға берип көрүп беқиши керәкликини, шу чағдила ғәрб дөләтлири дәватқан гәп билән әмәлийәтниң түптин охшимайдиғанлиқини көридиғанлиқини” баян қилишқан. Ли зешин исимлик бир хитай шу күни X дә йоллиған учурида, “америка немишқа шинҗаңниң муқимлиқини бузмақчи болиду?” дәп соал қойған. Арқидинла хитайниң “бир бәлбағ бир йол” қатнаш хәритисини чиқирип, “биринчидин, ‛бир бәлбағ бир йол‚ төмүр йолиниң көп қисми шинҗаңдин өтүп, оттура асияға, андин явропаға бариду; иккинчидин, уруш-тоқунушлар ғәрб авиятсийә ширкәтлириниң айропиланлириниң русийә һава бошлуқидин өтүшигә йол қоймайду. Шуңа улар шинҗаң арқилиқ хитайға учиду. Шинҗаң хитайниң ғәрбкә ечилған дәрвазиси, шуңа уни қолдин беришкә болмайду” дәп язған.
Америкада пирезидент доналд трамп йеңи һөкүмитиниң вәзипә өтәш вақтиниң йеқинлишишиға әгишип, хитайниң америкадин әндишә қиливатқанлиқи вә буниңға әгишип һәр хил инкасларниң оттуриға чиқиватқанлиқи мәлум. юқириқи инкасларму шуниң ичидики бир инкас дәп қаралмақта.