Американиң бейҗиң вә б д т да турушлуқ әлчилири уйғурлар һәққидә баянат елан қилди

Мухбиримиз ирадә
2019.12.11

10-Декабирдики “хәлқара кишилик һоқуқ” күнидә уйғурларниң вәзийити америка һөкүмити тәрипидин охшимиған сорунларда тилға елинди.

Ройтерс агентлиқиниң хәвәр қилишичә, американиң бирләшкән дөләтләр тәшкилатида турушлуқ баш әлчиси келлий крефт сөз қилип, хитайниң кишилик һоқуқ хатирисини тәнқидлигән. У “хитай һөкүмити 2017-йили апрелдин буян уйғур елидә бир милйондин ошуқ уйғур вә башқа мусулман йәрлик милләтләргә қарита зор көләмлик тутқун һәрикити йүргүзди,” дегән.

10-Декабир күни американиң хитайда турушлуқ баш әлчиханисиму өз торида “дуня кишилик һоқуқ күни” мунасивити билән баянат елан қилди. Уйғур, тибәт, хитай вә ингилиз тиллирида елан қилинған баянатта мунулар дийилгән: “1948-йили бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң омуми йиғинида қобул қилинған хитабнамидә мунулар қәйт қилинидуки, һәрқандақ бир инсан бәһримән болушқа тегишлик нурғун һәқ-һоқуқлар қатарида һәр бир инсанниң әркин ойлаш, динға етиқад қилиш, пикир әркинлики вә тинчлиқ билән йиғилиш қилиш һоқуқлири бар. Бу муһим һөҗҗәткә қол қоюш билән хитай бу хитабнамидә қәйт қилинған һоқуқларни қоғдашқа вәдә бәргән. Лекин йеқинқи ашкарлинишлар бейҗиңниң бу әң аддий һоқуқларғиму һөрмәт қилалмиғанлиқини көрситип турупту.”

Униңда йәнә төвәндикиләр дейилгән: “. . . Болупму биз хитай хәлқ җумһурийитиниң мусулман аз санлиқ милләтләрни ‛террорлуқ вә зораванлиқ вә ашқунлуқни йоқитиватимиз‚ дегән нам билән хорлаватқанлиқидин чоңқур биарам болдуқ. Шинҗаңда бир милйондин артуқ уйғур вә башқа аз санлиқ милләт хәлқлириниң мәҗбурий солап қоюлғанлиқини һечким инкар қилалмайду. Бу хилдики һәддидин ашқан бастуруш һәрикәтлири, йәни кәң көләмлик бихәтәрлик контироллиқи, мәхпий көзитиш, мәҗбурий әмгәккә селиш, дини етиқад вә әмәлләрни ипадә қилишқа қаритилған мутләқ бастуруш, һәтта кәң көләмлик DNA әвришкисини йиғиш қатарлиқларниң һәммиси ноқул һалда уйғур миллий вә диний кимликигә қаритилғанлиқи ениқ. Хитай хәлқ җумһурийити һәр бир инсанниң кишилик һоқуқ вә әркинликини қоғдаш тоғрилиқ бәргән вәдисини әмәлийләштүрмигәнниң үстигә, йәнә өзи еришмәкчи болған хәлқаралиқ һөрмәткә еришишни күтмәслики керәк.”

Хитай һөкүмитиниң б д т да турушлуқ өмикиниң баянатчиси 10-декабир күни юқиридикиләргә җаваб қайтуруп, американи хитайниң ички ишлириға арилашти, дәп әйиблигән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.