Америка хитайға җасуслуқ қилған бир хитайни сотқа тартти
2017.09.01
Америкиниң теннесси штатидики бир федератсийә сот мәһкимиси пәйшәнбә күни америка тәвәликидики бир хитайни хитайға америка ядро техникисини қанунсиз тошиған, дәп әйибләп 2 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилди.
Фирансийә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, хе зешйоң исимлик бу хитай тәйвәндә туғулған болуп, америка вәтәндашлиқиға өткән. У, бу йил 1-айда өзиниң җинайитини иқрар қилған.
Федератсийә сот мәһкимиси йәнә бу йил 66 яшлиқ хе зешйоңни қамақ җазасидин кейин бир йил нәзәрбәнд астида яшашқа вә 20 миң доллар җәриманә төләшкә буйруған.
Америка әдлийә министирлиқи дөләт хәвпсизлик ишлириға мәсул бөлүминиң башлиқи дана боенти баянатида, “бүгүн, хе зешйоң бир америка ядро мутәхәссиси болуш сүпити билән хитайда дөләт игиликидики хитай ядро електр ширкитиниң алаһидә ядро материяллирини тәрәққий қилдуруши вә ишләпчиқиришиға ярдәм беришидәк қилмишини җавабкарлиққа тартилди” дегән.
Америка тәптиш даирилириниң көрситишичә, хе зешйоң 1997-йилдин 2016-йилғичә болған арилиқта америкилиқ қурулуш инженерлирини ишқа елиш қатарлиқ йоллар билән хитайниң илғар типлиқ ядро реактор қазанлирини лайиһә вә ишләпчиқиришиға ярдәм қилған.
У, 2016-йили 4-айда қолға елинип, хитайниң америкида қурған җоңгуаң електр гуруһи ширкити қатарлиқлар билән тәң әйибләнгән иди.