Америкалиқларниң хитайға болған көз қариши начарлап, тарихтики әң төвән чәккә чүшүп қалған
2024.10.24
“чикаго кеңиши” намлиқ тәтқиқат мәркизи тәрипидин бу йил 6-7-айларда елип берилған рай синаш нәтиҗисигә қариғанда, көп сандики америкалиқларниң хитай һәққидики көз қариши начарлишип, тарихтики әң төвән чәккә чүшүп қалған. Мәзкур рай синаш нәтиҗиси 24-өктәбир күни елан қилинған.
Мәлум болушичә, бу орун рай синашқа қатнашқан америкалиқлардин хитай һәққидики көз қаришиға 0-дин 100 гичә номур қоюшни тәләп қилған болуп, нәтиҗидә уларниң бәргән номури оттура һесаб билән 26 номур болған. Бу номур “чикаго кеңиши” 1978-йилидин башлап елип бериватқан рай синаш нәтиҗилири ичидики әң төвән нәтиҗә болуп һесаблинидикән.
“вашингтон почтиси” гезитиниң хәвиридин қариғанда, америкада хитайға болған ишәнмәслик долқуни трамп һөкүмитиниң сода уруши мәзгилидә күчийип, ковид-19 вируси мәзгилидә өрлигән. Бу долқун йеқинқи икки йилдин буян икки дөләтниң дуня сәһнисидики җуғрапийәлик вә сиясий мәсилиләрдики тиркишишлири билән техиму юқири пәллигә йәткән.