Хитай уйғур вә тибәтниң кишилик һоқуқиға даир ақ ташлиқ китаб елан қилған

Мухбиримиз сада
2018.12.13

Хитай һөкүмити 12-декабир күни уйғур вә тибәт аптоном районидики уйғур, тибәт вә башқа аз санлиқ милләтләрниң кишилик һоқуқ мәсилисиниң омумйүзлүк юқири көтүрүлгәнликигә даир бир ақ ташлиқ китаб елан қилған.

Хитайда чиқидиған “шинхуа” вә “йәршари вақти гезити” ниң мунасивәтлик хәвиридә дейилишичә, мәзкур ақ ташлиқ китабта аз санлиқ милләтләрниң кишилик һоқуқиниң толуқ капаләткә игә болғанлиқи илгири сүрүлгән.

Хәвәрдә хитай мәркизий һөкүмитиниң уйғур дияридики ислам институтлирини бар күчи билән қоллап, мәктәп көлимини кеңәйтиш, оқутуш муһитини юқири көтүрүш вә техиму көп оқуғучиларниң шу мәктәпләргә кирип оқушиға шараит һазирлап бериш қатарлиқ җәһәтләрдә аз болмиған тиришчанлиқларни көрсәткәнлики баян қилған.

Униңдин башқа йәнә хитайниң изчил хәлқара кишилик һоқуқ һөҗҗәтлирини әмәлийләштүрүштә актип орунда туруп, 26 һөҗҗәткә имза қойғанлиқи, кишилик һоқуқ мәсилисидә хәлқарадики 20 дин артуқ дөләт билән һәмкарлишип вә пикир алмаштуруп, улар билән қоюқ бир мунасивәт системисини орнатқанлиқиму алаһидә тилға елинған.

Көзәткүчиләр бу һәқтә җиддий инкас қайтуруп, уйғур дияридики нөвәттики кишилик һоқуқ вәзийитиниң әмәлийәттә ялғанчилиққа толған бир мәнзирә икәнликини илгири сүрмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.