Японийә парламент әзаси арфийә ери түркийә әлчиси билән көрүшкән

Вашингтондин мухбиримиз әзиз тәйярлиди
2023.05.25

Йеқинда японийә “әркин демократчилар партийәси” ниң уйғур әвладидин сайланған парламент әзаси арфийә ери (арфийә абләт) японийә сиясий қатлимидики бир шәхс сүпитидә түркийәниң японийәдики баш әлчиси қорқут гүнгән (Korkut Güngen) билән көрүшкән.

Арфийә ериниң тивиттер бетидә берилгән учурда көрситилишичә, баш әлчи қорқут әпәнди 18-май күни арфийә ериниң ишханисиға зиярәткә кәлгән. Арфийә ери бу мунасивәт билән түркийәдики йәр тәврәштә қаза қилған кишиләргә өз тәзийәсини билдүргән. Шуниңдәк “японийә парламентиниң түркий хәлқләр әвладидин болған тунҗи әзаси болуш сүпитим билән японийә-түркийә мунасивитиниң техиму қоюқлишишиға бир кишилик һәссә қошимән” дегән. Шуниңдәк тунҗи қетимлиқ көрүшмә хатирисидә өзигә һәдийә қилинған бурдан йипәк яғлиқини алаһидә тилға елиш билән биргә уйғур, өзбек вә түркийә түрклириниң бир йилтиздин кәлгән қандаш хәлқләр икәнликини әскәрткән.

Арфийә ери 2023-йили апрелда чиба (Chiba) райониға вакалитән парламент сайлимида йеңип чиққан болуп, японийә парламентиниң тунҗи уйғур әзаси болуп қалған. Арфийәниң парламент сайлимида йеңип чиққанлиқи шу вақитлардила һәрқайси чоң ахбарат васитилириниң баш бетидин орун алған хәвәр болуп қалған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.