Австралийә кеңәш палатаси уйғур мәҗбурий әмгәк мәһсулатлирини чәкләйдиған қанун лайиһәси мақуллиди
2021.08.23
Австралийә кеңәш палатаси 23-авғуст күни беләт ташлап, уйғур мәҗбурий әмгәк мәһсулатлирини чәкләйдиған бир қанун лайиһәсини мақуллиған. Мәлум болушичә, австралийә кеңәш палата әзаси рәкс патрик тәрипидин сунулған “таможна қанун түзитиш лайиһәси-2021” намлиқ бу қанунда қисмән яки пүтүнләй мәҗурий әмгәк билән ишләпчиқирилған һәрқандақ мәһсулатниң импорт қилиниши чәклинидикән.
Рәкис патрик хитай компартийәсиниң асаслиқ мәҗбурий әмгәк билән шуғулланғучиларниң бири икәнликини көрситип: “хитай комунист һакимийитиниң уйғурларни кәң көләмлик вә системиқ бастуруватқанлиқи, җүмлидин уйғурларни зәнҗирләп әсир елинған әмгәк күчлири сүпитидә ишлитиватқанлиқини рәт қилғили болмайду,” дегән.
“австиралийә” гезитиниң хәвәр қилишичә, рәкис патрик йәнә “уйғур мәҗбурий әмгики шинҗаңниң зор көләмлик пахта ишләпчиқиришида ачқучлиқ рол ойнайдиғанлиқи, униң хәлқара маркиларниң тәминат зәнҗирини өз ичигә алған бир йүрүш хитай санаәт саһәсигә кеңәйгәнлики” ни ейтқан.
Униң ейтишичә, австралийә хитай һөкүмитидә “буниң мәнтиқисиз икәнлики вә қобул қилинмайдиғанлиқи тоғрисида һечқандақ гуман қоймаслиқи керәк,” икән. Бирақ бу қанун ноқул уйғурлар билән чәклинип қалмиған. У техиму кәң даирини өз ичигә алған болуп, у һәрқандақ дөләтниң мәҗбурий әмгәктә ишләпчирилған мәһсулатиниң австралийәгә импорт қилиниши чәкләйдикән.