“сидней җинайи ишлар адвокатлири” тор бетидә уйғур мәсилиси тонуштурулди

Мухбиримиз ирадә
2018.03.08

Бүгүн австралийәдики бир чоң адвокатлиқ ширкити болған “сидней җинайи ишлар адвокатлири” тор бетидә мәхсус уйғурлар үстидин йүргүзүлүватқан бесим сиясәтлири һәққидә бир парчә мақалә елан қилинди. “хитай һөкүмити уйғурларға түрлүк тәқипләрни елип бармақта” дәп мавзу қоюлған бу мақалидә хитай һөкүмитиниң уйғур елида йүргүзүватқан юқири бесимлиқ сиясәтлири тәпсилий чүшәндүрүлгән.

Мақалидә хитай һөкүмитиниң уйғур елиға йеқинқи йиллардин буян йүзмиңлап сақчи қошуни сәплигәнлики, уйғур елида йүз бәргән кичик көләмлик пичақлиқ һуҗум қатарлиқ наразилиқ вәқәлиригә һәддидин зиядә инкас қайтуруп, җинайәт гумандарлири саналған уйғурларни нәқ мәйданда етип ташлаштәк қәбиһ усулларни қоллиниватқанлиқини баян қилған. 

Мақалида чен чүәнго уйғур елиға партком секретари болуп кәлгәндин буян, қәдәмдә бир қурулған “қулайлиқ сақчи понкитлири”, юқири техникилиқ назарәт системилири, саяһәт чәклимилири қатарлиқ сиясәтләрниң һәммиси тилға елинған. Униңдин башқа хитай һөкүмитиниң пиланлиқ һалда хитай көчмәнлирини йөткиши нәтиҗисидә уйғурларниң өз земинида тез сүрәт билән аз санлиқ орунға чүшүп қалғанлиқи, уйғурларниң хитай һөкүмитиниң сиясәтлиригә наразилиқ билдүрүп көрсәткән қаршилиқлирини хәлқара террорлуқ тәшкилатлириға бағлаватқанлиқини баян қилинған. Мақалида йәнә дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйсаниң сөзини нәқил кәлтүрүп, хитай һөкүмитиниң уйғурлар үстидин “дөләт террорлуқи” йүргүзүватқанлиқини ипадә қилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.