Австралийә-японийә деңиз мудапиә мунасивитиниң күчийиши хитай үчүн немиләрдин дерәк бериду?
2022.01.05
Йеқинқи мәзгилләрдә ташқи дунядики көзәткүчиләрниң диққитини қозғаватқан бир муһим тәрәққият австралийә билән японийә оттурисидики деңиз мудапиәсини мәркәз қилған һәмкарлиқ мунасивитиниң йеңи пәллигә йүксилиши болуватқанлиқи мәлум. “австралийә истратегийәлик сиясәт институти” ниң иҗраийә директори петир җенниңс имзасида 5-январ елан қилинған бу һәқтики обзор мақалисидә бу мәсилә нуқтилиқ муһакимә қилиниду.
Апторниң қаришичә, австралийәниң ташқи дунядики көплигән дөләтләр билән истратегийәлик һәмкарлиқ мунасивити болсиму, буларниң көп қисми пәқәт мунасивәтлик министирлиқ даириси биләнла чәклинип кәлгән. Әмма австралийә баш министири скот моррисон билән японийә баш вәзири фумио кишиданиң видйолоқ сөһбити бу даиридин һалқип кәткән. Чүнки буниңда һәр икки тәрәпкә мунасивәтлик чоңқур истратегийәлик мунасивәт тори бәрпа қилиш муһим орун игилигән.
Мақалида көрситилишичә, бу қетимлиқ сөһбәттә икки дөләт рәһбәрлири қарши тәрәпниң деңиз йүзидики мудапиә нуқтилириға әркин кирип-чиқиш келишими түзүш һәққидә музакириләшкән. Бу бойичә болғанда һәр икки тәрәп қарши тәрәпниң һәрбий әслиһә нуқтилириға, портлириға, қуруқлуқ базилириға вә тәминат йөткәш нуқтилириға әркин кирип чиқса болидикән. Шундақла икки тәрәпниң су асти парахотлири вә башқа уруш парахотлири зөрүр тепилғанда қарши тәрәпниң портлиридин пайдиланса болидикән.
Апторниң қаришичә, демократийә асасидики бу икки дөләтниң район бихәтәрлики мәсилисидә бу дәриҗидә һәмкарлиқ орнитиши хитай үчүн бәкму күчлүк сигнал һесаблинидикән. Чүнки хитай һөкүмити изчил шәрқий җәнубий асия районини дуня демократийәсидин айрип ташлап, мәзкур район дөләтлири оттурисидики һәмкарлиқ мунасивитини мумкин қәдәр әң төвән чәккә чүшүрүшкә урунуп кәлгән икән. Австралийә билән японийә оттурисидики мудапиә һәмкарлиқи болса хитайниң бу урунушлирини чәкләштә күчлүк рол ойнайдикән.
Йәнә бир яқтин алғанда австралийә билән японийәниң дөләт мәнпәәти бирдәк америка һөкүмитиниң һинди-тинч окян райониниң бихәтәрлик ишлириға давамлиқ қол тиқип турушини истәйдикән. Америка президенти җов байденму изчил өз иттипақдашлириниң бихәтәрлик мәсилисидә тиришчанлиқ көрситип турушини халайдикән. Бундақ әһвалда австралийә билән японийә оттурисидики бу хил һәмкарлиқ америка һөкүмитиниң бу районниң ишлириға арилишишини зөрүр асаслар билән тәмин етидикән. Америка, японийә вә австралийә оттурисида раваҗлинидиған бу хилдики һәмкарлиқ болса бу районда баш көтириватқан хитай һакиммутләқлиқини чәкләштә, шундақла хитайниң бу райондики йетәкчи күч болувелиш арзусини тосушта зор әһмийәткә игә икән.
Ахирқи бир муһим нуқта болса австралийә йиллардин бери изчил японийәниң әң муһим енергийә импорт қилиш мәнбәси болуп кәлгәникән. Болупму 2020-йилиниң өзидила австралийәниң суюқландурулған газ вә көмүр експорти японийәдин аз дегәндиму 34 милярд америка доллирилиқ капитал елип кәлгән болуп, австралийәниң һидроген мәһсулатлири японийәниң кәлгүсидики муһим енергийә мәнбәси һесаблинидикән. Икки дөләт оттурисидики мудапиә һәмкарлиқиниң күчийиши бу хил енергийә екиспортиниң техиму ашидиғанлиқидин бешарәт беридикән. Бу болса хитайниң австралийәдин көмүр қатарлиқ енергийә мәһсулатлирини импорт қилишни тохтитиши арқисида келип чиққан үзүкчиликни толдурушта муһим рол ойнайдикән.