Австралийә һөкүмити уйғурлар мәсилисидә хитай һөкүмитини тәнқид қилишқа чақирилди

Мухбиримиз ирадә
2018.07.25

Австралийә һөкүмити уйғурларға йүргүзүлүватқан еғир кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини әйибләшкә чақирилди. Бүгүн, австралийә дөләт университетиниң профессори, доктор майкил кларк “сөһбәт” намлиқ илмий журналда мақалә елан қилип, хитай һөкүмитиниң уйғур елидә йүргүзүватқан еғир кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлирини, йепиқ тәрбийә лагерлирини паш қилди вә австралийә һөкүмитиниму худди америка һәм бир қисим явропа әллири һөкүмәтлиригә охшаш хитайни очуқ-ашкара әйибләшкә чақирди.

У мақалисидә, австралийә һөкүмитиниң 1989‏-йили тйәнәнмин оқуғучилар вәқәси бастурулғанда хитайни тәнқид қилғанлиқини әслитип туруп, “хитай һөкүмитиниң уйғур елидә қиливатқанлири юқириқидин пәрқлиқ әмәс” дегән. У йәнә, австралийәлик қанун түзгүчиләрни “хитай һөкүмити уйғур елидә йепиқ тәрбийә лагерлирини йолға қоюватиду,” дәп тонуши керәкликини, чүнки уйғур елидә йүз бериватқанларниң хитайниң келәчәктә дөләт ичидә вә хәлқарада қандақ бир вәзийәт яритидиғанлиқидин дерәк беридиғанлиқини әскәрткән.

У мақалисиниң ахирида австралийә дөлити вә хәлқигә чақириқ қилип: “нәтиҗидә, йүз миңлиған уйғур пәқәт уйғур болғанлиқи үчүнла зиянкәшликкә учраватқан бир шараитта биз буниңға сүкүт қилип турсақ болмайду” дәп язған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.