Австралийә ташқи ишлар министири: “хитай кишилик һоқуқ дәпсәндичилики сәвәблик җавабкарлиққа тартилиши керәк”

Мухбиримиз әркин
2019.10.30

Австралийә ташқи ишлар министири марисә пейин австралийәниң сидней университетидики бир тәтқиқат мәркизидә нутуқ сөзләп, хитайниң кишилик һоқуқ дәпсәндичилики сәвәблик җавабкарлиққа тартилиши керәкликини билдүргән.

Марисә пейинниң тәкитлишичә, хитайниң “уйғурларға тутқан муамилисидәк кишилик һоқуқни суйиистемал қилишлириға қарши сөз қилиш австралийәниң мәнпәәтигә уйғун” икән.

У, кишилик һоқуқ дәпсәндичилики һәрқандақ йәрдә йүз бәрсә уни сөзләйдиғанлиқини тәкитләп, “әқлимизгә кәлгәнни сөзләш башқа дөләтләрниң ички ишлириға арилашқанлиқ болмайду” дегән. Хитай һөкүмити уйғур районидики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини тәнқидлигән ғәрб дөләтлирини “хитайниң ички ишлири” ға арилишиш билән әйибләп кәлгәниди. Бу, марисә пейинниң тунҗи қетим хитайни униң кишилик һоқуқ дәпсәндичилики сәвәблик җавабкарлиққа тартишни тәкитлишидур.

Әнгилийәдики “муһапизәтчи гезити” ниң хәвәр қилишичә, марисә пейин бу сөзләрни 29‏-өктәбир сидней университетиниң “америка тәтқиқат мәркизи” дә нутуқ сөзлигәндә тәкитлигән. У, хитайниң җавабкарлиққа тартилиши керәклики, “чүнки, дөләт ичидә өз пуқралириниң һоқуқиға һөрмәт қилған вә уни алға сүргән дөләтләр, һәр вақит хәлқара җәмийәтниң техиму яхши әзаси болушқа тиришидиғанлиқи” ни билдүргән. У сөзидә уйғур мәсилисини тилға елип, “биз хитайниң шинҗаң өлкисидики уйғур хәлқигә тутулған муамилиниму оттуриға қоюп кәлдуқ. Шундақла биз йәнә чәтәлдә турушлуқ австралийәликләргә адил вә очуқ-ашкара муамилә қилинишини давамлиқ күчлүк рәвиштә тәләп қилимиз” дегән. Австралийә һөкүмити илгири хитайниң австралийәдики уйғурларға тәһдит селиши, уларниң уйғур районидики аилә әзалирини гөрүгә тутуп, уларға бесим ишлитишигә сәл қараш билән тәнқидлинип кәлгәниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.