Хәлқара бирлик б д т ни хитайдики кишилик һоқуқ дәпсәндичилики мәсилисини һәл қилишқа чақирди

Мухбиримиз җәвлан
2020.09.09

“кишилик һоқуқни көзитиш” ториниң 9-сентәбир хәвәр қилишичә, йеқинда 321 аммиви тәшкилат бирлишип дуняви бирлик һасил қилип, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға бирләшмә мәктуп сунуп, мәзкур тәшкилатниң дәрһал мустәқил бир хәлқара механизм қуруп чиқип, хитайдики кишилик һоқуқ дәпсәндилики мәсилисини һәл қилишни тәләп қилған. Бу аммиви тәшкилатлар 60 нәччә дөләттә паалийәт қиливатқан тәшкилатлар икән.

Бу бирләшмә мәктупта уйғур райони, тибәт, хоң коң қатарлиқ җайларда чекидин ашқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини йоқитиш вә хитайниң бу қилмишиниң пүтүн дуня миқясидики тәсириниң кеңийишини тосуш керәклики тәкитләнгән. Кишилик һоқуқ көзәткүчилириниң қаришичә, көплигән тәшкилатлар вә мутәхәссисләрдин тәшкил тапқан бу дуняви бирликниң ортақ баянат елан қилип, бирләшкән дөләтләр тәшкилатидин хитайға тәдбир қоллинишни тәләп қилиши тарихта кәм көрүлгән иш икән. Бу баянатнамидә хитайниң б д т арқилиқ һәқ-тәләп дәваси қилған хитай паалийәтчилиригә зиянкәшлик қилғанлиқи, б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң һоқуқидин қалаймиқан пайдилинип келиватқанлиқи һәмдә дунядики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә четишлиқ хәлқара җинайәтләрни тәкшүрүш тоғрулуқ аваз бериш йиғинида даим қарши аваз берип кәлгәнлики, б д т ниң кишилик һоқуқ хатириси һәққидики лайиһисини “башқа әлләрниң ички ишлириға қопаллиқ билән арилишиш” дәп рәт қилғанлиқи алаһидә тилға елинған.

Бирләшкән дөләтләр тәшкилати мутәхәссислири “б д т кишилик һоқуқ кеңиши алаһидә йиғини чақирип хитайниң кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә баһа бериши, хитайға қаритилған адил, мустәқил хәлқара механизм бәрпа қилиши керәк” дегән тәклипни оттуриға қойған болуп, һәр қайси тәшкилатлардин тәркиб тапқан дуняви бирлик буни қоллиған. Бу тәшкилатлар йәнә б д т баш катипи вә кишилик һоқуқ алий хадимлириниң бу ишқа мәсул болуп, хитайниң кәң-көләмдики кишилик һоқуқ дәпсәндичилики мәсилисини һәл қилишқа һәйдәкчилик қилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.