Германийә ташқи ишлар министириниң б д т да уйғур мәсилисини оттуриға қоюши тәләп қилинди

Мухбиримиз әркин
2019.02.25

Германийәдики бир кишилик һоқуқ тәшкилати германийә ташқи ишлар министири һәйко маасниң б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң йиғинида тибәт, уйғур мәсилилирини оттуриға қоюшини, шуниңдәк хитайни бу районларға әркин берип келишкә йол қоюшқа чақиришини тәләп қилған.

Б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң 40‏-нөвәтлик йиғини 25‏-феврал башланған болуп, йиғинниң тунҗи күни ечилған юқири дәриҗиликләр учришишиға министир дәриҗилик әмәлдарлар қатнашқан иди. Һәйко маасниң йиғинда бу чақириққа әмәл қилған-қилмиғанлиқи мәлум әмәс. Әмма йиғинда түркийә билән әнглийәниң уйғур мәсилисини оттуриға қойғанлиқи мәлум.

Ройтерс агентлиқиниң хәвәр қилишичә, йиғинда әнглийәниң ташқи вә британийә иттипақи ишлириға мәсул дөләт министири лорд әхмәт “шинҗаңдики уйғур мусулманлириниң җазалинишидин чоңқур әндишә қиливатимиз” дегән. Түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу хитайни уйғур вә башқа мусулманларниң диний әркинлики вә мәдәнийәт кимликигә һөрмәт қилишқа чақирған.

Ройтерс агентлиқиниң җәнвәдики дипломатларниң сөзини нәқил кәлтүрүшичә, хитай йиғинда уйғур районидики сияситиниң тилға елинмаслиқи үчүн қаттиқ паалийәт елип барған.

“германийә тәһдит астидики хәлқләр җәмийити” ниң баянатида, һәйко маасниң бу пурсәтни чиң тутуши тәләп қилинған. Баянатта, униң йиғинда “тибәт вә шинҗаңниң кишилик һоқуқ вәзийитини оттуриға қоюши вә шуниңдәк хитайни бу районларға әркин берип--келишкә йол қоюшқа чақириши керәклики” тәкитләнгән.

Германийә һөкүмити уйғур мәсилисидә германийәдики кишилик һоқуқ тәшкилатлириниңла әмәс, охшашла германийә парламентидики либерал солчи партийә-йешиллар партийәсиниң бесимиға учрап кәлгән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.