Америка һөкүмити бейҗиң олимпик йиғинини байқут қиламду?

Мухбиримиз әзиз
2021.01.27

Америка һөкүмити йеқинда уйғурлар дуч келиватқан сиясий паҗиәләрни “ирқий қирғинчилиқ” дәп җакарлиғандин кейин, униңға мас һалда бир қатар тәдбирләрниң елиниши үмид қилинивтанлиқи мәлум. Әнә шуларниң бири 2022-йили бейҗиңда өткүзүлидиған қишлиқ олимпик мсабиқисини байқут қилиш болупқалмақта.

CNN Агетлиқиниң 28-январдики хәвиридә ейтилишичә, бу мусабиқигә 90 нәччә дөләт өз тәнһәркәтчилрини әвәтидиған болуп, бу дөләтләрниң ирқий қирғинчилиқ қиливатқанлиқи ениқ болған хитай билән бу мәсилини қандақ бир яқлиқ қилидиғанлиқи җиддий бир синақ болуп қалған. Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати хитай бөлүминиң хадими мая ваң бу һәқтә тохтилип: “һазир бу мәсилә һәққидики бесимлар көплигән дөләтләрни алдиритип қоюватиду,” дегән. Чүнки америка һөкүмити елан қилған ирқий қирғинчилиқ һәққидики һөкүм бивастә һалда брәр җазани оттуриға қоймиған болсиму, буниңға қандақ инкас қайтуруш һәрқайси дөләтләр үчүн салмақлиқ бир мәсилә икән.

Нөвәттә австралийә, әнгилийә, канада, америка қатарлиқ дөләтләрдики сиясийонлар бу мусабиқини байқут қилишни җиддий тәләп қиливатқан болуп, бу җәһәттики хизмәтләр һәрқайси һөкүмәтләр вә хәлқара олимпик комитетини чөридәп давам қилмақта икән. Һалбуки, хитай һөкүмитиниң “биз олимпик роһиға хилап һечқандақ иш қилғинимиз йоқ,” дәп турувелиши бу җәһәттики хизмәтләргә зор тосқунлуқ пәйда қилмақта икән. Әмма хәлқара олимпик комитети бу һәқтики соалларға җавап берип: “олимпик мусабиқиси өткүзүш һоқуқини бир дөләткә бәргәнликимиз бизниң у дөләттики сиясий, иҗтимаий мәсилиләрни тоғра дәп қариғанлиқимзға баравәр әмәс,” дегән.

Мәлум болушичә, нөвәттә “ирқий қирғинчилиқ” һәққидики рәсмий қарарниң елинишиға әгишип бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисини байқут қилиш һәркити дипломатийә вә пуқравий саһәләр бойичә техиму күчлүк давам қилмақта икән. Шундақла бу мусабиқини толуқ байқут қилишқа мумкин болмиса, һеч болмиғанда қисмән болсиму байқут қилиштин үмид бар икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.