Беларусийә президенти түрк вә рус рәһбәрлирини бир биригә йол қоюшқа чақириди

Мухбиримиз җүмә
2015.12.12


12 - Декабир, түркмәнистанда йиғинға қатнашқан беларусийә президенти түрк вә рус рәһбәрлирини икки тәрәп мунасивәтлиридики кризисларни һәл қилиш үчүн бир биригә йол қоюшқа чақириди.

24 - Ноябир түркийә даирилири русийәниң бир бомбардиманчи айропиланини етип чүшүрүвәткән вә мәзкур рус айропиланиниң “түркийәниң игилик һоқуқиға дахили тәрз қилғанлиқи” ни илгири сүргән.

Русийә тәрәп айропиланиниң бомбилаш вәзиписи өтәватқанда түрк һава бошлуқиға кирмигәнлики, айропиланниң сүрийә һава бошлуқида етип чүшүрүлгәнликини билдүрүп түркийәдин әпу сорашни тәләп қилған.

Түркийә өзиниң хата қилмиғанлиқида чиң туруп, русийәдин әпу сорашни рәт қилған. Шундин кейин икки тәрәп мунасивәтлири җиддий соғуқлашқан. Русийә өткән һәптә түркийәгә бир қатар иқтисадий ембарго елан қилған.

Шәнбә күни ашхабадта ечилған түркмәнистанниң битәрәп дөләтлик салаһийитиниң 20 йиллиқини тәбрикләш йиғинға түрк президент рәҗәп таййп әрдуғанму қатнашқан.

Түрк - русийә мунасивәтлирини тилға алған беларусийә президенти алекзандер лукашенко мундақ дегән: “әгәр хаталиқ садир қилсаңлар, хаталиқиңларни тонушуңлар вә вәзийәтни юмшитиш үчүн йол қоюш вә мурәссә қилишқа җүрәт қилишиңлар керәк.”

Һалбуки, йиғинда сөз қилған әрдуған русийә мунасивәтлири һәққидә тохталмиған.

Түркийәдин чиқидиған “җиһан” гезитиниң шәнбә күндики хәвиригә қариғанда, ашхабадтики йиғинға өзбекистан, қирғизистан, гирузийә, молдова вә афғанистан рәһбәрлириму қатнашқа.

Йиғинға русийә тәрәптин русийә федератсийәси парламенти юқири палата рәиси валентина матвийәнко қатнашқан.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.