Ли кечаң бирмаға қарита өз пуқралирини қоғдайдиғанлиқини билдүрди

Мухбиримиз үмидвар
2015.03.15


Хитай баш министири ли кечаң хитайниң икки йиғининиң йепилиши мунасивити билән мухбирларни күтүвәлиш йиғини өткүзүп, җуңгониң ички - ташқи сиясий вәзийити һәққидә тохталғанда, бир қанчә хәлқаралиқ сиясий мунасивәтләргә четишлиқ мәсилиләр һәққидә пикир баян қилди.

Б б с ниң хәвәр қилишичә, у бирма - хитай чегрисида йүз бериватқан тоқунушлар мәсилиси һәққидә тохтилип, хитай һөкүмитиниң җуңго хәлқниң һаяти вә мал - мүлкини қоғдайдиғанлиқини билдүрди. Чүнки, бирма - хитай чегра районлирида хели вақиттин буян бирма һөкүмәт армийәси билән бу райондики хитай миллитиниң кокан қораллиқ күчлири арисида тоқунушлар давамлашмақта иди.

Радиомизниң хәвәр қилишичә, бирма тәрәпниң бир күрәшчи айропилани 13 - март күни бирманиң шималидики кокан қораллиқ гуруппилирини бомбардиман қилғанда үч данә бомба хитайниң йүннән өлкиси тәвәсигә чүшүп, етизлиқта ишләватқан деһқанлардин 4 и өлүп, 9си яриланған иди.

Хитай тәрәп бирма һава армийәсиниң хитай тәвәсигә өткәнликини әйиблигән болуп, бу вәқәләрдин кейин, хитай һәрбий ишлар комитети муавин рәиси бирма дөләт мудапиә армийәси қомандани билән җиддий сөзләшкән вә бирмани агаһландурған. Бирақ бирма тәрәп өз айропиланиниң хитай тәвәсигә киргәнликини етирап қилмиған. Әмма, йүннән тәвәсидики хитай азадлиқ армийәсиниң җиддий һаләткә өткәнлики һәққидиму таратқуларда учурлар пәйда болған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.