Б д т доклати: хитайниң иқтисади ашқан болсиму, әмма хәлқиниң бәхтиярлиқ туйғуси төвәнлигән

Мухбиримиз меһрибан
2017.03.21

Бирләшкән дөләтләр тәшкилати 20-март дүшәнбә күни 2017-йилллиқ йәр шари бойичә “һәрқайси дөләт хәлқлириниң бәхт туйғуси” доклатини елан қилған болуп, мәзкур доклатта хитай 79-орунға тизилған. Мәлум болушичә, мәзкур доклатта 155 дөләт тәкшүрүлүш обикти қилинған. Норвигийә хәлқниң бәхтиярлиқ(разимәнлик) туйғуси әң яхши дөләт дәп баһаланған, америка бу йил 14-орунда турған. Йәмән, судан қатарлиқ дөләтләр пуқраларниң разимәнлик туйғуси әң начар дөләт дәп баһаланған.

Америка авази, б б с агентлиқи қатарлиқларниң б т д ниң доклади һәққидики хәвәрлиридин мәлум болушичә, хитай һөкүмәт таратқулирида йеқинқи 30 йиллиқ иқтисадий тәрәққиятида хитай хәлқиниң иқтисадий әһвалида йүксилиш болғанлиқи тәшвиқ қилиниватқан, хитай һөкүмити өзини дуняда иқтисадий җәһәттин алдинқи орундики дөләтләр қатариға өткәнликини җакарлиған болсиму, әмма хитай хәлқидики бәхтиярлиқ туйғуси 25 йилдин аввалқиға қариғанда төвәнлигән.

Доклатта хитайниң 1990-йилдики әһвали билән 2015-йилидики әһвали селиштурулуп, хитайда кейинки 25 йилда зор көпчилик аһалиниң өйлиридә машинилашқан аилә еликтир сайманлири омумлашқан болсиму, әмма хитайда барғанчә өрләватқан мал баһаси, өй-мүлүк баһаси, ишсизлиқ, пуқралардики хатирҗәм йемәклик иситимал қилиштики вәһимә, булғанған һава келимати, сағламлиқ әндишиси, хитай пуқралиридики кишилик һоқуқ-пикир әркинлики қатарлиқ көп амиллар хитай пуқралиридики бәхтиярлиқ туйғусиниң төвәнлишишигә сәвәб болған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.