Хитай һөкүмити “биңтуән” гә мәбләғ селишни күчәйтип, униң тәсирини давамлиқ кеңәйтмәктә

Мухбиримиз әркин
2019.06.24

Хитай һөкүмити өзиниң уйғур дияридики йерим ишләпчиқириш, йерим қораллиқ тәшкилати ‏- “биңтуән” гә мәбләғ селишни күчәйтип, униң уйғур аптоном райониниң иқтисадий, иҗтимаий, сиясий вә бихәтәрлик һаятидики ролини давамлиқ күчәймәктә. Хитай таратқулириниң ашкарилишичә, хитай һөкүмити бу йил биңтуәнниң маарип, сәһийә, ишқа орунлишиш, мааш өстүрүш қатарлиқ 88 хил қурулуш түригә 36 милярд 717 милйон йүән мәбләғ селишни қарар қилған. Бу, хитай мәркизи һөкүмитиниң һазирға қәдәр биңтуәнниң иҗтимаий тәрәққиятиға салған әң зор малийә селинмилириниң биридур. Көзәткүчиләрниң илгири сүрүшичә, хитай һөкүмитиниң зор миқдарда мәбләғ аҗритиши униң җәнубтики бир област, 3 вилайәткә қарап кеңийиш пилани билән мунасивәтлик икән.

Көзәткүчиләр, даириләрниң биңтуән әзалирини уйғурлар көп санлиқтики бу районларға техиму көп җәлп қилиш үчүн биңтуәнниң бу районлардики иҗтимаий ул әслиһәлиригә көпләп мәбләғ салмақтикән.

“шинҗаң гезити” ниң 24‏-июн бәргән хәвиридә, бу йил биңтуәнниң хәлқ турмушиға аҗритилған мәбләғ 4.7 Пирсәнт ашқанлиқи, бу басқучлуқ малийә җуғланмисиниң 4 һәссә көпийип, һөкүмәт характерлик қәрзниң хәвпи азайтилғанлиқи яки алди елинғанлиқи тәкитлигән. Хитай һөкүмити 2017‏-йили 2‏-айдин башлап 2 милйондәк уйғур, қазақ вә райондики башқа мусулман милләтлирини тутқун қилип, лагерларға қамаш билән бир вақитта “ишләпчиқириш-қурулуш биңтуәни” ни җәнубқа қарап кеңәйтишни тезләткән.

Уйғур аптоном районлуқ тәрәққият вә ислаһат комитетиниң доклатида қәйт қилинишичә, 2017-2018-йили биңтуәнниң җәнубтики девизийә вә шәһәрлириниң нопусиға аз кәм 100 миң адәм қошулған. Шуниңдәк йәнә уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт 2018‏-йили һөҗҗәт чүшүрүп, биңтуәнгә 2190 хил мәмурий функсийә вә мәмурий қанун иҗра қилиш һоқуқи бәргән. Даириләр йәнә аптоном район билән биңтуәнниң малийә башқуруш түзүлмисини айрип, биңтуәнниң баҗ ишлирини тәвәликидики районларда өз алдиға бир тәрәп қилишни йолға қойғаниди. Бу һадисә, нурғун уйғур көзәткүчиләрдә әндишә пәйда қилған. Улар бу әһвал биңтуәнниң тәдриҗий уйғур аптоном районини контрол қиливелишиға елип баридиғанлиқини агаһландуруп кәлди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.