Хитай һөкүмити уйғур дияриға “биңтуән роһи” ни омумлаштурмақчи

Мухбиримиз әзиз
2021.08.24

Хитай һөкүмитиниң биңтуән системисини зорайтиш қурулушини зор күч билән қоллаватқанлиқи өткән бирнәччә йилдин буян көпләп мәлум болған иди. Әмдиликтә ‍улар биңтуән системисини өз ‍ичигә алған “биңтуән роһи” ни уйғур дияриға кеңәйтишни ашкара чақириқ қилишқа башлиған.

Хитай мәркизий телевезийә истансисиниң 24-авғусттики хәвиридә ейтилишичә, 1954-йилидин башлап мәвҗут болушқа башлиған биңтуән системиси “чегра районларда йилтиз тартип, чегра районни гүлләндүрүш” тәк өзгичә “роһ” ни җәвлан қилдурған. Шу сәвәбтин нөвәттә бу хил роһни техиму кәң даиригә омумлаштуруш зөрүр икән.

Хәвәрдә ениқ қилип биңтуән системисиниң хитай дөлити үчүн “чегра районни идарә қилиштики муһим вастә болғанлиқи” иптихарлиқ ичидә мәдһийиләнгән. Шуниңдәк биңтуәнләрниң хитайдин йүз миңлап көчүп чиққан хитай аққунлирини маканлаштуруш вә бу райондин кетәлмәс қилип қоюш үчүн бәрпа қилип чиққан тоқумичилиқ завутлири, қәғәз завутлири қатарлиқларни “чегра районни гүлләндүрүшниң мисали” дәп чүшәндүргән.

Дуня ‍уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит радийомизниң биңтуән һәққидики зияритини қобул қилғанда “шәрқий түркистандики биңтуәнләр әмәлийәттә хитай һөкүмитиниң уйғурларни техиму қаттиқ искәнҗигә елишидики бир муһим вастә. Шу сәвәбтин хитайниң һечқандақ йеридә биңтуән қалмиди. Әмма шәрқий түркистанда у техиму кеңийиватиду,” дегән иди. Нөвәттә хитай һөкүмитиниң бу хилдики “биңтуән роһи” арқилиқ уйғур дияриға йеңидин көчүп кәлгән хитай аққунлирини мушу маканға мәңгүлүк олтурақлаштурушни көзләватқанлиқи һәққидә тәхминләр оттуриға чиқмақта икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.