Хитайниң уйғур районидики биңтуәнгә қарашлиқ 3 шәһири хитайдики “әң күчлүк шәһәр” болуп баһаланған
2019.10.30
Хитайниң уйғур районидики йерим ишләпчиқириш қораллиқ оргини болған “шинҗаң ишләпчиқириш қурулуш биңтуәни” гә қарашлиқ 3 шәһәр хитайниң ғәрбий шималидики 100 күчлүк шәһәр болуп баһаланған.
Көзәткүчиләрниң илгири сүрүшичә, бу, хитай һөкүмитиниң 2009-йилдин кейин биңтуәнни зор дәриҗидә тәрәққий қилдуруп, уни уйғур аптоном райониниң ичидики униңға риқабәтчи күчлүк гәвдигә айландуруватқанлиқини көрситидикән.
Хитай хәлқ қурултийи 2012-йили қанун мақуллап, биңтуәнгә аптоном район билән тәң дәриҗилик мәмурий штат бәргән. Бу, уйғурлар изчил өзлиригә тәһдит һес қилип келиватқан бу органниң күчиниң техиму зорийишиға йол ачқаниди. “биңтуән гезити” ниң 29-өктәбир хәвәр қилишичә, “хитай учур җәмийити” билән “хитай риқабәт күчи әқил амбири” йеқинда “2019-йиллиқ хитайниң ғәрбий шималидики наһийә-шәһәрләрниң тәрәққиятини өлчәш доклати” елан қилип, биңтуәнгә қарашлиқ шихәнзә, арал вә вуҗячу қатарлиқ 3 шәһәрни хитайниң ғәрбий шималидики әң күчлүк шәһәр, дәп баһалиған. Униңда, бу шәһәрләрниң иқтисади көлими, хәлқ турмуши, иқтисадниң һаяти күчи вә иқтисадий сапаси қатарлиқ 4 амил, вә униңға алақидар 25 хил көрсәткүч асас қилинған.
Көзәткүчиләрниң илгири сүрүшичә, хитай һөкүмитиниң 2017-йили 4-айда башлиған тутқунида 2 милйондәк уйғур, қазақ вә башқа мусулманларниң лагерларға қамилип, уйғур җәмийитиниң омумйүзлүк қамал астиға елиши биңтуәнниң күчиниң техиму зорийишиға түрткә болмақта икән. Хитай таратқулириниң хәвәрлиридә, бу қетимқи баһалашта йәнә қәшқәр, ақсу, корла, фукаң, кучар, ғулҗа қатарлиқ йәрликкә қарашлиқ шәһәр -наһийәләрниңму ғәрбий шималдики 100 күчлүк шәһәр қатариға киргәнлики илгири сүрүлгән.