Блинкенниң уйғур лагер шаһитлири вә аилә әзалири тутқундики уйғурлар билән көрүшүши хитайни биарам қилған

Мухбиримиз әркин
2021.07.09

Америка ташқий ишлар министири бленкинниң 6-июл америкадики бир қисим лагер шаһитлири вә аилә әзалири тутқундики уйғур паалийәтчилири билән көрүшүши хитай даирилирини биарам қилған. Хитай һөкүмитиниң “йәр шари вақти” гезити 8-июл бу тоғрисида мақалә елан қилип, бленкинни “шәрқий түркистан терорлиқ  тәшкилатлири” ниң қоллишиға еришип кәлгән шаһит ‍актйорларниң “ялған сөзлири” гә қулақ селиш билән әйиблигән.

“йәр шари вақти” гезитиниң қаришичә, бленкин бу кишиләрниң сөзигә  қулақ селиш орниға шинҗаңни зиярәт қилип, “һәқиқи биринчи қол учур” ға еришиши керәк ‍икән. Хитай даирилири бурунму сабиқ америка ташқий ишлар министири помпейониң “шинҗаңни зиярәт қилип, һәқиқий әһвални өз көзи билән көрүп келиш” кә тәклип қилған. Әмма уйғур районида болидиған һәрқандақ бир зиярәтниң “ирқий қирғинчилиқ” қа аит “дәлил топлаш үчүн әмәс, бәлки достанә зиярәт” болушини шәрт қилип кәлгән иди.

Мәлум болушичә, бленкән 6-июл күни 7 нәпәр лагер шаһити вә лагер тутқунлири аилә әзалири билән сөһбәт өткүзгән. Блинкен 7-июл тивиттерға йоллиған мәзкур көрүшүши һәқтики учурида: “мән шинҗаңдики җаза лагерлиридин һаят қалғанлар вә паалийәтчиләр билән көрүшкәнликимдин иптихарлиқ туйдум. Америка хитай һөкүмитиниң шинҗаңда йүргүзиватқан вәһшиликиниң зиянкәшликигә учриған шәхслар билән бир сәптә туриду. Биз улар вә уларниң аилә тавабиатлири үчүн адаләт издәшни давамлаштуримиз,” дигән.

Бленкин уйғурлар билән көрүшүп ‍арқидинла америка һөкүмити уйғур елидики кишилик һоқуқ дәпсәндичилики вә юқури техникилиқ назарәткә қатнашқан 14 хитай ширкитини американиң сода “қара тизимлики” гә киргүзгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.