Даириләр чақилиқ наһийәсини бикар қилип униң орниға кирорән шәһирини бәрпа қилиш қурулушини башлиған
Җуңго уйғурчә радийо ториниң хәвиригә қариғанда, чақилиқ наһийәлик даириләр әслидики чақилиқ наһийәсини бикар қилип, униң орниға кирорән шәһирини қуруш ишини рәсмий башлиған.
Чақилиқ наһийәлик парткомниң алақидар мәсули йеқинда мунуларни илгири сүргән: «биз наһийәни бикар қилип, шәһәр қуруш хизмитини башлидуқ, әң қисқа вақит ичидә кирорән шәһирини қурушқа тиришимиз. Кәлгүсидә, чақилиқ наһийәси кирорандин ибарәт бу исимдин пайдилинип, бир алаһидә бәлбағ, йәни йипәк йолидики саяһәт мәдәнийәт кәспини бәрпа қилиду.»
Мәлум болушичә, йеқинқи йиллардин буян хитай мәркизий һөкүмити уйғур аптоном районидики мәмурий районларни қайта өзгәртиш шундақла вилайәтләрни бикар қилип, шәһәр бәрпа қилиш истратегийәсини йолға қойған.
Буниң нәтиҗисидә уйғур аптоном районидики қәдимий тарихқа вә миллий пураққа игә уйғурчә йәр - җай намлири, болупму бир қисим шәһәр - базарларниң уйғурчә намлири омумйүзлүк әмәлдин қалдурулуп хитайчә намларниң қоюлуватқанлиқи илгири сүрүлмәктә.
Көзәткүчиләр, чақилиқ қатарлиқ тәклимаканниң шәрқий бурҗикидики нопус шалаң болған бир қисим наһийәләрниң шәһәр қилип қурулуши һәмдә наминиң өзгәртилиши, бу җайда йеқин кәлгүсидә зор түркүмдики хитай көчмәнлириниң йәрләштүрүлүшидин дерәк бериду, дәп қаримақта.