Чен чүәнго муқимлиқ үчүн техиму қаттиқ бастуруш арқилиқ 19-қурултайни күтүвелишни тәкитлигән

Мухбиримиз әзиз
2017.09.18

2016-Йили авғустта чен чуәнго тибәт аптоном районидин уйғурлар дияриға йеңидин партийә секретари болуп йөткилип кәлгәндин буян иҗра болуватқан бир қатар сиясәтләрниң буниңдин кейин техиму қаттиқ қоллуқ билән иҗра болуши һәққидә тәхминләр оттуриға чиқишқа башлиди.

Хитай һөкүмитиниң канийи болған “хәлқ гезити” ниң 18-сентәбир саниға уйғур аптоном райони партком секретари чен чуәнгониң “шинҗаңниң иҗтимаий муқимлиқи вә әбәдий әминликини алға сүрәйли” мавзулуқ мақалиси бесилған. Мақалида у хитай компартийәсиниң уйғурлар дияри һәққидики түп истратегийәси болған “муқимлиқ вә әминлик” ни қәтий вә техиму бәҗанидиллиқ билән иҗра қилиш, “үч хил күч” ләргә қаттиқ зәрбә бериш арқилиқ нөвәттики “хәлқ уруши” ниң бир басқучлуқ ғәлибисини қолға кәлтүрүш, шу арқилиқ хитай компартийәсиниң өктәбир ейида ечилмақчи болған 19-қурултийини күтүвелиш һәққидә ипадә билдүргән.

Мәлум болушичә, хитайниң илгири уйғур дияриға тәйинлигән партком секретарлиридин ваң лечүән, җаң чуншән қатарлиқлар хитай компартийәси мәркизий комитетиниң 25 кишидин тәркиб тапқан сиясий бюросиниң әзаси болған иди. Әмма чен чуәнго һазирғичә сиясий бюрониң әзаси әмәс болуп, алақидар мутәхәссисләр “чен чуәнго мушу хилдики бастуруш тәдбирлири арқилиқ бейҗиңдикиләрниң мәмнунлуқини, шу арқилиқ 19-қурултайда сиясий бйорониң әзаси болушни тама қилмақта” дәп қаримақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.