Ню йорк университети чен гуаңчеңниң оқушини хитайниң бесимида тохтатқан

Мухбиримиз әркин
2013.06.17

Хитай кишилик һоқуқ паалийәтчиси чен гуаңчең дүшәнбә күни баянат елан қилип, ню йорк университети хитайниң бесимиға учрап, өзини мәзкур мәктәптин айрилишқа мәҗбур қилғанлиқини билдүрди.

Ню йорк университети өткән һәптә чен гуаңчеңниң мәзкур мәктәптин айрилидиғанлиқини елан қилған.

Чен гуаңчең, ню йорк университети хитайниң бесимиға тиз пүкүп, уни мәктәптин айрилишқа мәҗбур қилғанлиқини илгири сүргән болсиму, бирақ у бу қаришини испатлайдиған бирәр пакит көрсәтмигән.

Чен гуаңчеңниң илгири сүрүшичә, хитай һөкүмити ню йорк университетиниң шаңхәйдә шөбә мәктәп ечишиға рухсәт қилип, буниң бәдилигә чен гуаңчеңни мәктәптин чиқириветишни тәләп қилған. Ню йорк университети чен гуаңчеңниң сөзини дәрһал рәт қилип, университетниң шаңхәйдә шөбә ечиши билән чен гуаңчеңниң мәктәптин айрилиши мунасивәтсиз икәнликини билдүрди.

Ню йорк университетиниң баянатчиси җон бекмән, чен гуаңчеңниң сөзидин үмидсизләнгәнликини билдүрүп, мәктәпниң уни бир йиллиқ қобул қилғанлиқини тәкитлигән.

Чен гуаңчең өткән йили шәндоңниң йезисидики өйидә нәзәрбәнд астидин қечип чиқип, америкиниң бейҗиңдики әлчиханисиға қечип киривалған. Америка-хитай сөһбәтлишип, хитай униң оқуш намида америкиға чиқип кетишигә йол қойған. Ню йорк университети уни оқушқа қобул қилип, оқуш мукапат пули беридиғанлиқини елан қилған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.