Чен чүәнго қатарлиқларни җазалаш һәққидә америка дөләт мәҗлисиниң әзалири америка һөкүмитигә тәклип сунди
2018.08.29
Америка кеңәш палатаси әзаси марко рубийо вә авам палатаси әзаси крис смит қатарлиқ бир түркүм америка дөләт мәҗлисиниң әзалири 29-авғуст күни америка ташқи ишлар министири майк помпейо билән малийә министири стевин муничинға мәктуп йоллап, уйғур районидики лагерлар мәсилисидә мәсулийити бар дәп қаралған хитай әмәлдарлирини “йәр шари магнетский қануни” бойичә җазалашни тәләп қилди.
Тәләпнамидә уйғур районида бир милйондин артуқ уйғур вә башқа мусулман хәлқләр соливелинған лагерларниң чоқум қаттиқ вә нишанлиқ тәкшүрүлүши шундақла хәлқаралиқ инкасқа еришиши керәклики баян қилинған. Униңда йәнә мәзкур лагерларға алақидар әмәлдарлар вә тиҗарий қурулушларниң америкиға кириши яки америкиниң иқтисадий қурулушлиридин пайдилиниш һоқуқиниң болмаслиқи шундақла чен чуәнго қатарлиқ әмәлдарларниң америкиниң “йәр шари магнетский қануни” бойичә җазалиниши лазимлиқи тәләп қилинған.
Мәлум болушичә, тәләпнамигә имза қойғанлар арисида дөләт мәҗлисидики һәр икки партийигә мәнсуп әзалар бар болуп, мәктупта йәнә хитайниң уйғур районидики бихәтәрлик әслиһә қурулушлирини һөддә елип зор мәнпәәт қазиниватқан бир қисим хитай технологийә ширкәтлириниңму җазалиниши тәләп қилинған.
Мәктупта йәнә уйғур районидики лагерларда өлүм һадисилири вә өзини өлтүрүвелиш вәқәлири йүз бериватқанлиқи, лагерда солинип ятқанлар арисида дуня уйғур қурултийиниң алий рәһбири рабийә қадир ханим вә әркин асия радийоси мухбирлириниң аилә-тавабиатлириниңму барлиқи әскәртилгән.
Магнетский қануни америкида 2012 -йили мақулланған. Бу қанун бойичә җазаланғанларниң америкиға кириши чәклиниду вә америка банкилиридики мал дуняси тоңлитилиду.