Хитайниң канадада турушлуқ әлчихана бинасиға “чеқилиду” дегән хәт йезип қоюлди

Мухбиримиз ирадә
2013.07.18

Алдинқи чаршәнбә күни әтигән хитайниң америка пайтәхти вашингтондики әлчиханисиниң дәрвазисиға намәлум кишиләр тәрипидин йоған қара хәт билән “чеқилиду” дегән хәтни йезип қоюлғандин кейин бир һәптә өтмәйла охшаш вәқә йәнә хитайниң канадада турушлуқ әлчиханисдиму йүз бәрди.

Фирансийә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, бу һәрикәтләрни “қуш һәрикити” дәйдиған демократ хитай тәшкилати пиланлиған болуп, улар бундақ қилиш арқилиқ хәлқара җамаәтниң диққитини хитайдики кишилик һоқуқ дәпсәндичилик қилмишлириға, әрздарларниң мәсилисигә тартишни мәқсәт қилғанлиқини билдүргән.

Мәзкур хәвәр хитай ичидики хәвәр торлиридиму тарқилип кәң инкас қозғиған. Хитайниң һөкүмәт авази болған йәршари вақти гезити болса чәтәлләрдики хитай әлчиханилириниң бихәтәрликини ашуруш керәкликини тәшәббус қилған.

Хоңкоңдики ахбарат васитилири болса, бу һәқтики хәвәрләрдә хәлқниң һөкүмәткә наразилиқиниң күчийиватқанлиқини тилға алған вә “һөкүмәтниң йәрләрни мәҗбурий тартивелиш сиясити хәлқни нарази қиливатқан әң чоң мәсилә ”дәп көрсәткән. Статистикилардин қариғанда хитайдики 43 пирсәнт деһқанниң йери дөләт тәрипидин мәҗбурий тартивелинған. Һәр йили хитайда йүз бериватқан наразилиқ һәрикәтлириниң 65 пирсәнти дәл мушундақ йәр тартивелиш һәрикити сәвәбидин келип чиқидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.