Хитайниң чәтәл паспорти алған уйғурларғиму охшашла паракәндичилик селиватқанлиқи ашкариланмақта

Мухбиримиз ирадә
2019.03.28

Хитай һөкүмитиниң чәтәл паспорти алған уйғурларғиму охшашла зәрбә бериватқанлиқи ашкариланмақта.

Уйғур елидә йолға қоюлуватқан “сақчи дөлити түзүми” вә лагерлар һәққидә муһим хәвәрләрни берип келиватқан мухбир мега раҗагопалан чаршәнбә күни американиң “базфид” намлиқ тор жорнилида мәхсус бу һәқтә хәвәр елан қилди.

У бу һәқтики хәвиридә түркийә пуқраси туруқлуқ ахирқи қетим тиҗарәт билән уйғур елигә барғинида тутқун қилинип, юрти ғулҗадики тутуп туруш орниға елип берилип сораққа тартилған бир яш уйғур тиҗарәтчини зиярәт қилған. Бу уйғур тиҗарәтчи җәмий 38 күн қамап қоюлған болуп, бу җәрянда нурғун қетим ач вә уйқусиз қоюлған, соал-сорақ қилинған. Униң мухбирға ейтип беришичә, бир күни у сақчиға өзиниң түркийә пуқраси икәнликини тәкитләп, түркийә әлчиханиси билән көрүшүшни тәләп қилған. Буниң билән сақчи униңға “сән түрк әмәс. Сән дегән мушу йәрлик. Өзүңни алаһидә чағлап қалма. Биз башқиларниң тинч яшиши үчүн саңа охшашларни өлтүримиз,” дәп варқириған.

“базфид” журнили мухбирлириниң игилишичә, түркийәдин берип йоқап кәткән аз дегәндә 6 киши бар болуп, улар техи юқириқи бу уйғур содигәрдәк қайтип келишкә муйәссәр болалмиған. Уйғур елидики лагерларға тутқун қилинған түркийә пуқралиқидики уйғурларниң саниниң ондин ошуқ болуши мумкинлики пәрәз қилиниватқан болсиму, бирақ бу һәқтә түркийә һөкүмити вә хитай һәр иккила тәрәп һазирғичә ениқ ипадә билдүрмигән икән.

Йеқиндин буян ашкариланған хәвәрләрдә австралийә һөкүмитиниң лагерға қамалған 3 нәпәр австралийә пуқрасини қутулдуруп чиққанлиқи мәлум болған иди. “базфид” журнилиниң игилишичә, австралийә һөкүмити нөвәттә бир нәпәр австралийә пуқралиқидики бир бовақниң из-дерикини қилмақтикән.

Хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан тәқиб вә бесим сияситини чәтәлләрдики уйғурларғиму охшаш иҗра қиливатқанлиқи америкалиқ сиясәтчиләрниңму диққитини тартқан. Америка дөләт мәҗлисигә сунулған уйғурларға мунасивәтлик қанун лайиһәсидә америка пуқралиқидики уйғурларни хитайниң паракәндичилик селишидин қоғдаш һәққидә мәхсус бир мадда киргүзүлгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.