“вол стерет журнал гезити” : “хитайниң мусулманларни бастуруши чәтәлдикиләргә кеңәймәктә”
2018.08.31
Американиң “вол стерет журнал гезити” җүмә күни хәвәр елан қилип, хитайниң чәтәлдики уйғурларға уларниң тутқундики аилә әзалири арқилиқ тәһдит селиватқанлиқини билдүрди. “хитайниң мусулманларни бастуруши чәтәлдикиләргә кеңәйди” сәрләвһилик хәвәрдә қәйт қилинишичә, хитайниң мусулманларни кәң көләмлик тутқун қилиш һәрикити чәтәлдики уйғурларни нишан қилишқа өтүп, уларниң паалийәтлирини тәқиб қилмақтикән. Бу, нопузлуқ ғәрб ахбарат васитилириниң йеқинқи бир һәптә ичидә хитайниң чәтәлдики уйғурларға уларниң юртида қалған аилиси арқилиқ тәһдит селиватқанлиқини 2-қетим хәвәр қилишидур.
Өткән һәптә әнглийәдики “малийә вақти гезити”, хитайниң оттура асия вә түркийәдики уйғурларни тәқиб қиливатқанлиқи билдүргән иди. “вол стерет журнал гезити” ниң хәвиридә, хитай бихәтәрлик хадимлириниң чәтәлдики уйғурларға уларниң паалийити һәққидә материял билән тәминләшни, улар үчүн җасуслуқ қилишни вә башқа уйғурларниң учури билән тәминләшни тәләп қиливатқанлиқи илгири сүрүлгән.
Хәвәрдә, хитай сақчилириниң норвегийәдики уйғур муһаҗири нәмтулла нәҗмидингә униң дадиси арқилиқ телефон қилип, униңдин паспорттики рәсими, норвегийә кимлик материяллирини сориғанлиқи, әмма униң бу материяллар билән тәминләшни рәт қилғанлиқини билдүргән. Нәмтулла нәҗмидинниң “вол стерет журнал гезити” гә билдүрүшичә, шуниңдин кейин униң һечқандақ ишқа арилишип бақмиған пахтикар дадиси йиғивелиш лагериға елип кетилгән. Хәвәрдә йәнә, норвегийәдин башқа әнглийә, шиветсийә, германийә, австралийә вә башқа дөләтләрдә яшайдиған 17 уйғурниң буниңға охшаш әһвалға дуч кәлгәнлики билдүрүлгән. Хәвәрдә баян қилинишичә, хитай бихәтәрлик хадимлири улардин истанбулда саяһәт йетәкчиси болуп ишләйдиған абдурахман мәмәткә тәһдит селип, униң қайтип келишини тәләп қилип, “әгәр қайтип кәлмисә, аилисиниң еғир ақивәткә қалидиғанлиқи” ни агаһландурған. Хәвәрдә йәнә, хитай әлчиханилириниң чәтәлдики паспорт вақти тошқан уйғурларға паспортини йеңилап беришни рәт қиливатқанлиқи, уларға пәқәт 3 айлиқ қайтиш гуваһнамиси берип йолға салидиғанлиқини билдүргән.