Тумшуқ шәһиридә өй чеқишқа қаршилиқ қилғанлар тутқун қилинди

Мухбиримиз меһрибан
2013.04.30

Өткән һәптә уйғур елиниң ишләпчиқириш - қурулуш армийиси 3 - дивизийисигә қарашлиқ тумшуқ шәһәрлик һөкүмәт шәһәрни кеңәйтиш қурулуши намида әтраптики деһқанларни өйлиридин мәҗбури көчүшкә зорлиған. Өй чеқишқа наразилиқ билдүргүчиләрни тутқун қилған.

“уйғурбиз” ториниң бу һәқтә бәргән хәвиридә дейилишичә, 20 - апрел күни тумшуқ шәһиридики 44 - полкниң сақчиханидики сақчилар, шәһәрлик пилан идарисиниң кадирлиридин 50 тәк киши,4 - әтрәткә қарашлиқ деһқанларниң өйлирини мәҗбури чеқиш үчүн кәлгәндә деһқанларниң қаршилиқиға учриған. Сақчилар билән деһқанлар арисида дәсләп ағзаки тиллишиш, кейин тоқунуш йүз берип деһқанлардин 18 киши тутқун қилинған. Мәлум болушичә тутқун қилинғанлар ичидики 4 нәпәр қорамиға йәтмигән бала қоюп берилгән болсиму әмма қурамиға йәткән 14 киши қоюп берилмигән.

Тумшуқ шәһиригә қарашлиқ 4 - әтрәт асасән уйғурлардин тәркип тапқан болуп, хәвәрдә тутқун қилинғанларниң милләт тәркиби ениқ дейилмигән. Әмма хәвәрдә тутқун қилинғанлардин турсун мәмәт исимлик деһқандин башқа,44 - полкқа қарашлиқ милли оттура мәктәпниң турсун һәсән, қадир давут, қадир йүсүп қатарлиқ 8 нәпәр оқутқучисиму өй чеқишта “маслашмиған” дегән баһанида хизмитидин тохтитип қоюлғанлиқи тилға елинған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.