CNN Ниң атақлиқ рясәтчиси хәлқара ‍олимпик комитети қатарлиқни “уйғур ирқий қирғинчилиқи” ға көз юмуш билән әйиблиди

Мухбиримиз әркин
2021.12.06

Америка CNN ниң атақлиқ риясәтчиси җейк тәпер 5-декабир хәлқара олимпик комитети, һолливуд, вол стерет, NBA вә башқа даңлиқ америка шеркәтлирини пул үчүн хитайниң кишилик һоқуқ дәпсәндичилики, уйғурларға қаратқан “ирқий қирғинчилиқи”, “инсанийәткә қарши җинайити” вә мәҗбури әмгикигә көз юмуш билән әйиблигән. Шундақла демократларни “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қанун лайиһәси” гә тосқунлиқ қилиш билән әйиблигән. Җейк тәппер юқуриқи орун вә ширкәтләрни өзиниң риясәтчиликидики “бирликниң әһвали” намлиқ программисида тәнқидлигән.

У дуня чойла топ җәмийитиниң хитай чойла топ маһири пең шуәйниң сабиқ хитай компартийәси сиясий бюросиниң даими әзаси җаң гавлиниң басқунчилиқиға учраш вәқәси түпәйли хитайдики паалийәтәйлирини тохтатқанлиқи, униң һәркити хәлқара олимпик комитетиға қариғанда техиму кәскин болғанлиқини билдүргән. Җейк тәперниң ейтишичә, хәлқара олимпик комитети “лүкчәкләрниң адвокати” дәк һәрикәт қилмақтикән вә хитайниң хорлаш қилмишлириға чапан йепишқа урунмақта икән.

У, тәнтәрбийә әркин болуши, сиясәттин халий болуши керәк болсиму, бирақ хитай һөкүмитигә қаритилған әйибләшләр униң пең шуәйгә тутқан муамилисидин һалқип кәткәнликини ейтқан.

Җейк тәпер, трамп вә байден һөкүмитиниң һәр иккиси хитайниң уйғур, қазақ, туңган вә башқа мусулманлар һәм бәзи християнларға қарита ирқий қирғинчилиқ, инсанлиққа қарши җинайәт садир қилғанлиқини бекиткәнликини билдүргән. У мундақ дегән: “әмәлийәттә сиз милад байримида шинҗаңдики уйғур мәҗбурий әмгикидә ишләпчиқирилған нәрсиләрни совғат сүпитидә тапшурувелишиңиз мумкин. Һазир партийәләр һалқиған бир қанун лайиһәси муназирә қилинмақта. Дөләт мәҗлиси униң алдини елишқа ярдәм қилип, буни мақуллиған болсиму, бирақ авам вә кеңәш палатасидики демократлар униң президент байденниң алдиға беришиға тосқунлиқ қилғачқа. Униң тәқдири ениқ әмәс.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.